• Һасан-һүсән
  • 09 Қазан, 2014

Уйғурум — ғурурум

Балиларға беғишланған сәһипә/ Илһам тамчилири Көмүлмәс изи бар әзәлдин, Тонулған барчиға шәриқтә. Уйғурум сән өзәң ғурурум, Мөр болуп бесилған тарихқа. Қәшқәрий, Хас Һаҗип,  Наваий, Илим-пән асминин йорутқан. Миң өй һәм он икки  муққами, Уйғурни аләмгә тонутқан. Хантәңри бағрида туғулуп, Сайрамниң сүйигә чөмүлгән. Өтмүштә аһлириң, муң-зариң, Тәклимакан чөлигә көмүлгән. Тиришчан меһнәткәш сәнъәткар, Һәр җайда өзигә хас орни бар. Йәниму өрлигин уйғурум, Утуқ вә амәтләр болсун яр. Садиқжан СИДИҚОВ, Шерин оттура мәктивиниң оқуғучиси. Уйғур наһийәси. Қазақ ели Яша, яшна қазақ ели, Яша әркин һәрчағда. Хошал-хорам биз, әвлатлар, Сәйлитәйли гүл бағда. Шеиримиз течлиқ бизниң, Әла тутқан достлуқни. Чүшәрмәймиз қолумиздин, Иттипақниң туғини. Қазақ ели, қазақ йери, Қутлуқ макан диярим. Тумар қилип азатлиқни, Шох яңрисун навариң. Гүлзадәм ӘРКИНОВА, И. Тайиров намидики уйғур оттура мәктивиниң оқуғучиси. Әмгәкчиқазақ наһийәси. Ана тилим — амитим Ана тилим — байлиғимсән  бебаһа, Шу тилимда өчмәйдиған тарих бар. Варақлисам тарихимниң  бәтлирин, Ана тилим тарап кәткән  һәряққа. Әждатлирим мирас әткән җан тилим, Дастанларни йезип өткән даналирим. Қәшқәрий һәм Хас Һаҗиптәк  алимлар, Тонутқанди аләмгә «Уйғур тилин». Ана тилда хәлқим көргән өз бәхтин, Ана тилда йәткүзгәнди муң-зарин. Ана тилда күйләймән хәлқим үчүн, Ана-Вәтән, Ана жутниң  һәммисин! Қолдаш ШӘМШИДИНОВ, Долата оттура мәктивиниң оқуғучиси.  Уйғур наһийәси.    

354 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы