• Әхбаратлар еқими
  • 16 Қазан, 2014

Кәң аммиға тонуштурулди

Йеңи фильм/ Сешәнбә күни Алмута шәһиридики «Арман» кинотеатрида «Инайәт» ассоциациясиниң қоллап-қувәтлиши билән Әзиз Зайиров вә Мухамед Мамырбековниң режиссерлуғида рус тилида чүширилгән «Быть или не быть» фильмини кәң аммиға тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Униңға чоң-кичик кинотеатрларниң рәһбәрлири, мәтбуат хадимлири вә җамаәтчилик вәкиллири қатнашти. Баш қәһриман ролини туғулушидин мәйип, «АРДИ» Нака балилар ата-анилири ассоциациясиниң» әслигә кәлтүрүш мәркизиниң оқуғучиси Таһир Өмәров иҗра қилған мәзкүр фильм тоғрисида илгири тәпсилий язған едуқ. Әйнә шу фильм бу қетим кәң аммиға тонуштурулуп, паләч кесилигә муптила болған жигитниң актер болуш армини көплигән һамийлар билән өзгиләрниң тәғдиригә бепәрва қаримайдиған инсанларниң ярдими түпәйли, ениғирағи, нурғунлиған изгү ишларниң башламчиси болуп келиватқан «Инайәт» ассоциациясиниң ярдими билән рояпқа чиқиш алдида туриду. Фильм һавалә қилинип болғандин кейин мәтбуат конференцияси өткүзүлди. Униңда меһманлар мәзкүр фильмдин алған тәсиратлири билән бөлүшти. «ДОМ» хәйрихаһлиқ фондиниң рәиси Аружан Саин вә «Арман» киномәркизиниң мудири Бауыржан Шукенов мошундақ кинолар арқилиқ җәмийитимиздә моҗут иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилиш имканийитиниң барлиғини алаһидә қәйт қилди. Ахирида фильм режиссерлири билән актерлири журналистларни қизиқтурған соалларға җавап бәрди.

Мәшүр САСИҚОВ.

719 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы