• Әхбаратлар еқими
  • 16 Қазан, 2014

Алмута — җиддий риқабәтчи

Хәлиқара олимпиада комитетиниң президенти Томас Бах  Алмутида болуп, униң 2022-жилқи қишлиқ Олимпиада оюнлирини қобул қилишта җиддий риқабәтчи шәһәрләрниң бири екәнлигини тәкитлиди. У шәһәр һакими билән Алмутиниң спорт инфрақурулуминиң ихтидарини вә униң 2022-жилқи қишлиқ Олимпиада оюнлирини қобул қилишқа тәйярлиғини муһакимә қилди. Учришишта шәһәр һакими Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң Қазақстанда спортни тәрәққий әткүзүшкә вә сағлам һаят тәризини аммибаплаштурушқа чоң диққәт бөлүватқанлиғини атап көрсәтти. Бу йөнилиштә Алмута пәқәт мәмликәттила әмәс, бәлки Мәркизий Азиядә алдинқи орунда туриду. Мәсилән, шәһәрниң 1,5 миллион аһалисиниң чарәк қисми тәнтәрбийә вә спорт билән шуғуллиниду. — Алмута 1077 спорт объектини өз ичигә алған тәрәққий әткән спорт инфрақурулумиға егә. Уларниң 14и заманивий хәлиқара үлгиләргә толуқ мувапиқ келиду. 2017-жили өткүзүлидиған Қишлиқ дуниявий универсиадиға қәдәр йәнә икки муз мәйдани, көпсаһалиқ Атлетика йезиси бәрпа қилиниду, — деди Ахметжан Есимов. Ахметжан Есимов билән Томас Бах шәһәрниң бирқатар спорт объектлирини — «Суңқар» хәлиқара чаңғу трамплинлири комплексини, «Медеу» егиз тағлиқ муз мәйданини вә «Чимбулақ» тағ чаңғу курортини зиярәт қилди.

792 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы