• Йеңилиқлар
  • 23 Қазан, 2014

«Бар күчимизни салимиз»

Гезит вә гезитхан/ Талғир наһийәсидә гезитимизға муштири топлаш әһвалини билиш мәхситидә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахунов билән бу тәвәдики йезиларни арилап, әнъәнә бойичә жигитбашлири вә жут активистлири билән учраштуқ. Умумән, мәвсүмниң кетип бериши яман әмәс. Уларниң ейтишичә, һәрбир жутта болуп туридиған чоң-чоң мәрасимларда миллий нәширлиримизгә йезилиш тәшвиқат қилиниветипту. Бизни Қизил Туғ йезисида мәзкүр жутниң жигитбеши Яқупҗан Қадиров билән йезилиқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Светлана Җалалова (сүрәттә) иллиқ қарши алди. Сөһбәтлишиш давамида улар бирдинла, муштири топлаш җәрияниниң утуқлуқ кетип барғанлиғини һәм мәвсүм ахириғичә муштирилар саниниң өткән жилқидин кам болмайдиғанлиғини тәкитлигәч, жут турғунлириниң көңлидин чиқмайватқан айрим мәсилиләр тоғрисидиму ейтип өтти. Болупму шуларниң ичидә гезитниң вақтида йәткүзүлмәйватқанлиғи көпчиликниң жут активистлириға болған ишәнчисини йоқитиватиду. Шуниң билән биллә бу жили уйғур синипиға киргән 13 оқуғучиға дәрисликләрниң йетишмәслиги «пәрзәнтлириңларни уйғур синиплириға бериңлар, балилиримиз ана тилимизда билим алсун» дәп ат чапқан жут активистлириниң тилини қисқа қиливатқан охшайду. Қисқиси, бу мәлигә қилған зиярәтлиримиздин бир тәрәптин хошал болсақ, йәнә бир тәрәптин ана тилида билим елиш хаһишини билдүргән қаракөзлиримизниң әһвалиға ечинған һалда улар билән хошлаштуқ. Қизил Ғәйрәт йезисида биртоп миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири билән учраштуқ. Андин Иминҗан Тохтахуновниң тәкливигә бенаән Алатав йеза округиниң һакими Қуатбек Смағуловниң һозурида болдуқ. Һаким асасий мәхситимизни билгәндин кейин мундақ деди: — Биз йезимизда барлиқ ишларни җамаәтчилик вәкиллири билән һәмкарлиқта жүргүзүватимиз. Бүгүн бизниң тәвәгә «Уйғур авази» гезитиниң хадими кәлгән екән, у яқни қуруқ қол қайтурувәтсәк болмас. Бизниң йеза округида 11 мәлә моҗут. Округта паалийәт жүргүзүватқан барлиқ мәһкимә-тәшкилатлар һесавиға 20 данә «Уйғур авази» гезитини яздуруп берәйли. Шуниңдин кейин сөз новитини алған Қизил Ғәйрәт йезиси Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Исрайил Һевуллаев Қизил Ғәйрәттә тәхминән 500гә йеқин уйғур аилиси истиқамәт қилидиғанлиғини тәкитләп, әгәр бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқарған һалда иш елип барсақ, уларниң йеримини гезитимизға муштири қилишқа болидиғанлиғини алаһидә қәйт қилди. Ақсақалниң бу тәкливини һәммиси бир еғиздин қоллап-қувәтләшти. Өз новитидә бизму миллий гезитимизниң тәғдиригә бепәрва әмәс йеза һакимиға миннәтдарлиқ билдүрүп, ишиға утуқ тилидуқ. Умумән биз бу күни наһийәниң хелә йезилирини зиярәт қилдуқ вә тәвәдики гезитимиз җанкөйәрлириниң әмәлгә ашуруватқан изгү ишлиридин мәмнун болуп қайттуқ. Мәшүр САСИҚОВ. Талғир наһийәси.

365 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы