• Иҗтимаий мәсилә
  • 30 Қазан, 2014

Кәлгүсиниң тәхмини ой қозғайду

Көплигән дөләтлик программилар қатарида елимиздә «Иш билән тәминләш-2020» программиси бойичә тилға аларлиқ ишларниң әмәлгә ашурулуватқанлиғи мәлум. Җүмлидин Уйғур наһийәсидиму наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар һәм наһийәлик иш билән тәминләш мәркизи дөләтлик мәһкимиләр тәрипидинму мәзкүр программа асасида ишсизлиқни йоқитип, аһалиниң иҗтимаий әһвалини яхшилаш мәхситидә муқум чарә-тәдбирләр қолға елиниватиду. Мәсилән, наһийәлик иш билән тәминләш мәркизи башлиғиниң орунбасари Өмәрҗан Мушрапиловтин елинған мәлуматларға асаслансақ, бийил наһийәниң 840 турғунини иш билән тәминләш лазим болса, өткән тоққуз ай мабайнида 769 адәм турақлиқ вә наһийәдә жүргүзүлүватқан қурулуш вә җөндәш ишлирида 102 турғун вақитлиқ иш билән тәминләнгән. Мәзкүр программиниң иккинчи йөнилишигә мувапиқ, җумһурийәтлик бюджеттин 100 миллион тәңгә несийә бериш қараштурулған екән. Бүгүнки күнгә қәдәр бу мәбләғ толуғи билән өзләштүрүлүп, аһалиға хизмәт көрситиш вә йеза егилиги саһалирида 36 йеңи иш орнини ечиш мүмкин болди. Әнди үчинчи йөнилиш бойичә үстимиздики жилниң үчинчи чаригидә 47 адәм иҗтимаий иш орунлириға вақитлиқ җәлип қилинди. Мәлумки, елимиздә мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләргә көпирәк диққәт бөлүнүватиду. Мошу йосунда наһийәлик иш билән тәминләш мәркизиниң илтимаси билән, «Несийә-2020» ихчам несийә мәһкимисиниң өз мәблиғидин 14 адәмгә 6,7 миллион тәңгә көләмидә өсүм һәққи төвәнлитилгән несийә пул берилгән. Баһар вә яз айлирида наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүминиң һәмкарлиғида «Сенің мүмкіндігің» намлиқ бош иш орунлири йәрмәңкиси уюштурулуп, мүмкинчилиги чәкләнгән 13 шәхс турақлиқ иш билән тәминләнди. Йәнә бир муһим мәсилә, мошу жилниң февраль ейида наһийәниң йеза һакимлири һәмкарлиғида өйму-өй арилап чиққан иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүминиң хадимлири мәлуматларни топлап, 2018-жилғичә наһийә аһалисини иш билән тәминләшниң хәритисини тәйярлиған еди. Әйнә шу мәлуматлар бойичә, тәвәдә һазир 35277 ихтисадий паалийәтчан адәм яшайдекән. Уларниң 33487и иш билән тәминләнгән болса, қалғини ишсизлар тизимида. Йәни, ишсизлиқ дәриҗиси 5 пайиз әтрапида. Әнди иш билән тәминләнгән турғунлар арисида өзини өзи иш билән тәминлигән 17300 адәмниң 3500и һечқандақ иҗтимаий төләмләрни төлимәйду. Һалбуки, бу йәрдә гәп ушшақ тиҗарәтчиләр, содигәрләр вә киракәшләр вә башқилар һәққидә болуватиду. Ениғирақ ейтсақ, нәтиҗисиз әмгәк билән мәшғул болуватқан наһийәниң 3,5 миң турғуни кәлгүсидә пенсиягә чиқидиған адәмләрниң иҗтимаий әһвалиниң төвәнлишишкә сәвәпкар болиду, дегән тәхмин бар. Әнди бүгүнки иҗтимаий төләмләрниң әтики күндә атилар билән анилиримизниң пенсия һәққи үчүн пайдилинидиғинини әскә алсақ, уларни нәтиҗидарлиқ иш билән тәминләш чарилирини бүгүндин башлап қараштурушниң муһимлиғи талашсиз болса керәк.    Махмут ИСРАПИЛОВ.     Уйғур наһийәси.

417 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы