• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қазан, 2014

Йәттисуда йоллар җөндиливатиду

Йеқимлиқ йеңилиқ/ Дөләт рәһбири Қазақстанниң дуниявий транспорт-коммуникациялик системиниң бир қисми болуши керәклиги тоғрилиқ муһим вәзипини қойди. Әйнә шуниңға бағлиқ 2020-жилғичә Алмута вә униң әтрапида чоң туристик кластерни вуҗутқа кәлтүрүш көздә тутулмақта. Әнди сүпәтлик йол инфрақурулуми болса, униң асасий тәркивий қисми һесаплиниду. Алмута вилайити һакимийитиниң мәлуматлириға қариғанда, регионда автомобиль йоллириниң умумий узунлуғи 9,5 миң километрни тәшкил қилип, униң 7 миң километрға йеқини йәрлик әһмийәткә егә йоллардур. Улар асасән 1960 — 1980-жилларла селинған. У чағда нормативлиқ тәләпләргә мувапиқ техника оқиға чүшидиған жүклимә 6 тоннидин ашматти. Һазир бу 10 тонниға көпәйди, йолларда болса, униңдинму еғир жүк машинилири қатнаватиду. Ақивәттә аҗиз асфальт бузулуп, көплигән йезилар оттурисидики йоллар мурәккәп җөндәшни тәләп қилмақта. Мәлумки, Йәттису тәвәсидә барлиқ асасий магистральлиқ йолларни — Ғәрбий Европа — Ғәрбий Хитай хәлиқара транспорт дәлизиниң ахирқи қисми болған Алмута — Талдиқорған, Алмута — Қапчағай, Алмута — Қорғас автомобиль йоллирини әслигә кәлтүрүш ишлири жүргүзүлүватиду. Нәтиҗидә 2017-жилға қәдәр регионда транспорт васитилири саатиға 120 — 150 километр илдамлиқта маңидиған Европа үлгисидики бирнәччә автобан пәйда болиду. Униңдин ташқири йеқинқи вақитта транзит транспорти шәһәрни айлинип өтидиған Чоң Алмута автомобиль йолиниң (БАКАД) қурулуши башлиниши керәк. Җүмлидин Алмута – Қапчағай трассисида реконструкция қилиниватқан участка 104 километрни өз ичигә алиду. Униң он километрини бийил пайдилинишқа бериш көздә тутулмақта. Йол биринчи техникилиқ категория нормилириға мувапиқ селинип, объект төрт участкиға бөлүнгән. Буларда қурулуш ишлирини «К-Дорстрой», «Казақдорстрой», «Найза-Қурылыс» вә «Тодини Централ Азия» ширкәтлири жүргүзүватиду. Объектни 2016-жили толуқ пайдилинишқа бериш көздә тутулмақта. Йәнә шу нәрсини қошумчә қилиш керәкки, «Алмута-Қапчағай» маршрутида һесапқа елинған илдамлиқ саатиға 140 километрни тәшкил қилип, истиқбалда тәвлүк трафиги 30 миң автомобильдин ешип кетиши керәк. Әйнә шуниңға бағлиқ у йолда меңиш үчүн һәқ төлиниду. Шуниң билән бир вақитта вилайәтлик һәм наһийәлик әһмийәткә егә  йолларни җөндәш, кәңәйтиш ишлири жүргүзүлүп, униң үчүн дөләт бюджетидин бийил 13,4 миллиард тәңгә аҗритилди. Мәсилән, Көксу — Қайнарлы, Ишиктә — Қирбалтабай — Жетыген, Талдиқорған — Үштөбә участкилирида, шундақла Алмута — Бишкек трассисиға йеқин йезилар йоллирида җөндәш вә кәңәйтиш ишлири жүргүзүлүватиду. Вилайәт һакимийити йеқинқи жилларда қанаәтлинәрлик һаләттики йәрлик әһмийәткә егә йоллар үлүшини 70 пайизғичә йәткүзүш үчүн җөндәш ишлирини мәбләғ билән тәминләшни көпәйтишни планлимақта. Шөһрәт МӘСИМОВ.

789 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы