• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қазан, 2014

Әң инақ вә талантлиқ аилә ениқланди

Астанада достлуқ, төзүмлүк вә аиләвий қәдрийәтләрни тәрғип қилидиған «Бірге өмір сүру» фестивали даирисидә әң инақ вә талантлиқ аилигә елан қилинған җумһурийәтлик конкурсниң ахирқи басқучи болуп өтти.  Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Җәмийәтлик фонди вә Билим вә пән министрлиги Яшлар ишлири бойичә комитети тәрипидин уюштурулған мәзкүр конкурс бийил июль ейиниң бешида барлиқ регионларда башланған еди. Онлиған аилә мәзкүр конкурсқа қатнишиш истигини билдүргән болсиму, финалға пәқәт йәттә аилә — Чимкәнттин Жандарбайлар, Астанадин Өтекеевлар, Қарағандидин Қарғабаевлар, Чимкәнттин Хашимҗановлар, Петропавлдин Пархоменколар, Жезқазғандин Алтынбековлар вә Павлодардин Ивановлар-Паулилар  аилилири чиқип, улар «Астана» Миллий картина галереясиниң залида конкурс ғалиби атиғини елиш үчүн күч синашти. Бу аилиләр финалда тамашибинларни өзлириниң таланти, иҗадий қабилийити, спортқа майиллиғи билән һәйран қалдурди. Шуңлашқиму Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиев рәһбәрлигидики қазиларға ғалипларни ениқлаш оңайға чүшмиди. Шундақ болсиму Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кативатиниң сектор башлиғи Назипа Шанаи ғалипларни елан қилди. Биринчи орунға Алтынбековлар аилиси, иккинчи орунға Ивановлар-Паулилар аилиси вә үчинчи орунға Өтекеевлар аилиси сазавәр болди. Тамашибинлар мәптункари» мукапити Қарғабаевлар аилисигә тапшурулди. «Үлгилик келин» номинациясидики мукапат Жандарбайлар аилисигә, «Әң яхши аилә башлиғи» номинациясидики мукапат Пархоменколар аилисигә тапшурулса, Карима Хашимҗанова «Сөйүмлүк қейинана» атиғиға сазавәр болди. Ғалип чиққанларниң һәммисигә мәиший вә компьютерлиқ техника тапшурулди.

756 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы