• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қазан, 2014

Ассамблея билән тонушуш

Өткән җүмә күни Астанада Течлиқ вә Разимәнлик сарийида Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари — Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийити ҚХА кативатиниң мудири Ералы Тоғжанов БМТниң Инсан һоқуқи бойичә алий комиссари башқармисиниң регионал вәкили Элизабет де Кошта (сүрәттә)билән учрашти. Учришишқа шундақла Парламент Мәҗлисиниң депутати Егорь Каппель қатнашти.Ералы Тоғжанов Элизабет де Коштани ҚХАниң қурулуш тарихи, униң конституциялик мәртивиси, вәзипилири вә милләтләрара төзүмлүкни һәм җәмийәтлик разимәнликни күчәйтиш бойичә әмәлгә ашуруватқан паалийити, Ассамблеядин сайланған депутатларниң иши тоғрилиқ хәвәрдар қилди. Өз новитидә меһман Европа Иттипақиниң «Мәркизий Азиядики турақлиқ үчүн инсан һоқуқини қоғдаш» лайиһиси даирисидә әмәлгә ашурулуватқан ишларға тохталди. Учришиш давамида мәмликәт Президенти, Ассамблея рәиси Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң милләтләрара течлиқ вә разимәнликни тәминләштики сәясий ирадисиниң әһмийити алаһидә тәкитләнди. Ералы Тоғжанов Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани билән Қазақстанда 2015-жилниң Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң жили дәп елан қилинғанлиғини ейтти вә регионал вәкилни ҚХАниң ХХІІ сессиясигә тәклип қилди. Ахирида меһман Течлиқ вә Разимәнлик сарийи билән тонушти.    

792 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы