• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қазан, 2014

«Қазақстан журналистикисиниң бүгүни һәм келәчиги»

Әнҗуман/ Түнүгүн Әл-Фараби намидики Қазақ Миллий университетиниң илмий китапханисида заманивий журналистика мәсилилиригә беғишланған «Баш муһәррирләр клуби» җәмийәтлик бирләшмисиниң уюштуруши билән «Қазақстан журналистикисиниң бүгүни һәм келәчиги» мавзуси астида илмий-әмәлий конференция болуп өтти. Униңға җумһурийитимиздә паалийәт елип бериватқан биртүркүм аммивий әхбарат васитилириниң рәһбәрлири, ҚазМУниң оқутқучилири билән журналистика факультетиниң студентлири иштрак қилди. Конференция башлиништин илгири «Баш муһәррирләр клуби» җәмийәтлик бирләшмиси билән Қазақ Миллий университети арисида қазақстанлиқ журналистика саһасини тәрәққий әткүзүш вә қабилийәтлик журналистларни тәйярлаш бойичә түзүлгән меморандумни имзаланди. Андин «Баш муһәррирләр клубиниң» рәиси Бибигүл Жексенбай сөз елип мәзкүр баш қошушниң асасий мәхсәт-муддиасиға қисқичә тохтилип өтти. Шуниңдин кейин сөз новитини алғанлар «Қазақ әдебиеті» гезитиниң баш муһәррири Жумабай Шаштайулы, «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң баш мудири —  Муһәррирләр кеңишиниң рәиси Жумабек Кенжалин, Қазақстан Журналистика академиясиниң президенти, тарих пәнлириниң доктори Сағымбай Қозыбаев вә башқилар бүгүнки аләмшумуллаштуруш дәвридә, әхбарат тарқитиш саһасиниң тамамән башқа йөнилишкә қарап бәт алғанлиғини вә шундақла яш журналистларни тәйярлашта орун еливатқан айрим чәлкәшликләрниң мәтбуат саһасиға көрситиватқан сәлбий тәсирини алаһидә тәкитлиди. Мәсилән, бу һәққидә С.Қозыбаев мундақ пикирни оттуриға қойди: — Илгири журналист мутәхәссислиги бойичә кадрлар 80 жиллиқ тарихи бар ҚазМУда тәйярланған болса, бүгүнки таңда бу җәһәттин мутәхәссис тәйярлайдиған билим дәргаһлириниң сани 23кә йәткән — деди профессор Сағымбай Қозыбаев. Әнди уларниң студентларға бериватқан билим сүпитиниң қанчилик дәриҗидә екәнлигини тәсәввур қилиш тәс әмәс. Шуниң нәтиҗисидә һечқандақ җавапкәрликни һөддисигә алмайдиған вә заманивий технологияләрни пайдилинип, пәқәт жуқури рейтинг һасил қилиш билән көпирәк мәбләғ мәсилисини көзләйдиған журналистларниң көпийип кәткәнлиги бизни бәк ечиндуриду. Буниңдин ташқири конференция қатнашқучилири журналистика факультетида билим еливатқан студентларни миннәтлик түрдә әмәлий иш-тәҗрибидин өткүзүш арқилиқ, уларни иҗадий ишләшкә адәтләндүрүш керәклигини һәм билим бәргүчиләр билән иш бәргүчиләр арисидики алақини үзмәй, бамәслиһәт иш жүргүзүп Қазақстан журналистикисини риваҗландурушқа болидиғанлиғини алаһидә қәйт қилишти. Мәшүр САСИҚОВ.

1012 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы