• Замандаш
  • 06 Қараша, 2014

Туран дунияси үчүн сәкпарә

Әгәр адәмниң мүҗәз-хулқи кәмтар, қабилийити жуқури дәриҗидә болса, у йешидин, миллитидин вә қәйәрдә яшаватқанлиғидин қәтъий нәзәр, көпчилик һөрмитигә сазавәр болидиғанлиғи ениқ. Буни «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң рәиси Карлин Нурдун оғли Мәхпировниң һаят йолидин очуқ көрүшкә болиду.У 2003 — 2006-жиллири Бостандық наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилғанда наһийә тәркивидики Алмагүл, Геологстрой, СМУ-15, Орбита, Бағанашыл, Казахфильм, Алатав, Бостан, ВДНХ, Көктем мәһәллилиридики уйғур җамаәтчилигиниң бешини қошуп, көплигән тилға аларлиқ чарә-тәдбирләрниң тәшәббускари болди. Униңдин ташқири, мәдәнийәт мәркизи турақлиқ һалда ихтисадий тәминати начар аилиләр билән житим балиларниң бешини қошуп, уларға маддий җәһәттин ярдәм көрситип кәлди. Шуниму алаһидә тәкитләп өтүш лазимки, Карлин шу жиллири «Уйғур авази» гезитиға муштири топлашқиму паал арилишип, Бостандық наһийәсидә гезит оқуғучилар саниниң өсүшигә чоң һәссә қошти. Һазирму қол қоштирип олтарғини йоқ. Той-төкүн, нәзир-чирақ вә башқиму муюмларда имканийитиниң йетишичә, гезитимиз муштирилириниң көпийишигә ат селип келиватиду. Әнди 2007 – 2010-жиллири Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң иҗраий мудири болуп ишлигәндиму миллитимизгә нәп беридиған талай изгү ишларни әмәлгә ашурди. Миллий иптихаримиз, улуқ намайәндә Әхмәтҗан Қасимийниң туғулғининиң  —  95, ялқунлуқ шаиримиз Лутпулла Мутәллипниң 75, улуқ мутәпәккүрлиримиз Муһәммәт Имин Буғраниң — 110, Абдуқадир Дамолламниң 150 жиллиғи, түркий тиллиқ хәлиқләрниң әнҗумани вә башқиму муһим мәдәний чарә-тәдбирләр әйнә шулар җүмлисидиндур. 2010-жили болуп өткән түркий тиллиқ хәлиқләрниң әнҗуманида алға сүрүлгән асасий ғайә —  түркчилик идеяси Карлинға алаһидә тәсир қилип, униңға илһам беғишлиди. Униң түркчилик идеягә болған тәлпүнүш- интилишини байқиған көрнәклик философ алим, һели мәрһум Нурмәһәмәт Аюпов  йол-йоруқ көрситип, нәзәр даирисиниң кәңийишигә йөнилиш бәрди. Уни умумйүзлүк ишларға тутуш қилишқа дәвәт қилди. Карлинниң арзу-армини улғуюп, әнди өзиму тил билән йәткүзүп болмайдиған бәләнт кәйпиятта бебаһа ишларға тутуш қилишқа бәл бағлиди. 2011-жили «Туран дунияси» җәмийәтлик фондини тәшкил қилди. Шуниңдин етиварән түркчиликкә йеқин адәмләр билән мунасивәт бағлап, түркий тиллиқ хәлиқләрниң тилини өзлүгидин үгәнди. Түркий хәлиқләр тоғрилиқ рус, қазақ вә латин йезиғида йезилған мәлуматларни топлап, тәһлил қилди. Түрк дуниясиниң намайәндилириниң тәвәллудлирини өткүзди. Мошу йеқинда түркийләр аилисидики барлиқ хәлиқләр тоғрилиқ мәлуматнамә характердики «Түрк дунияси» китавини уйғур тилида нәширдин чиқарди. Униңда пүткүл түркий тиллиқ хәлиқләрниң қедимий тарихи, бай этнографияси, миллий мәдәнийити вә қариму-қаршилиқларға толуп-ташқан этносәясий шәкиллиниш җәриянлири тезислиқ баян қилинған. Шундақла мәзкүр топламда, башқа көпсанлиқ түркий хәлиқләргә охшашла, уйғурларниң келип чиқиш тарихи, этносәясий сәргүзәштилири, миллий дөләтлири, иҗтимаий- мәдәний тәрәққият басқучлири, урпи-адәт вә әнъәнилири қатарлиқ көпмәнбәлик алаһидиликлири ениқ тарихий фактлар асасида тәһлил қилинған. Карлинниң қәйт қилишичә, ана мәктәпни сақлап қалсақ, Йәттисуда истиқамәт қиливатқан уйғурлар милләт сүпитидә сақлинип қалиду. Әйнә шу мәхсәттә, «Туран дунияси» фонди келәр жили «Ака-ука Мусабаевлар вә уйғур маарипи» намлиқ чоң һәҗимлик китапни чиқиришни нийәт қиливетипту. Мәхсәт — Мусабаевларниң роһини сақлиған һалда, уларниң миллий маарип идеясини тиҗарәтчилиримизгә сиңдүрүштин ибарәт. Карлин Мәхпиров үчүн уйғур, қазақ, түрк, өзбәк, татар вә башқа түркий тиллиқ хәлиқләр бир-биригә қандаш-қериндашлар, тәғдири бир туққанлар сүпитидә қиммәтлик. У өз паалийитидә түркий хәлиқләрниң бирлигини сақлашқа пүтүн күч-қудритини сәрип қилип келиватиду. Мән мошу мавзу хусусида униң билән хелә узақ сөһбәтләштим. Растимни ейтсам, мени «Карлин шунчә әхбаратни нәдин алидекин?» дегән ой хелидин бери беарам қилип жүрәтти. Гәпара униңға шу соални қойдум. У түркий тиллиқ хәлиқләрниң тилини өзлүгидин үгинип, һазир шу тилларда һәм рус вә латин йезиғида йезилған материалларни үзмәй оқуйдиғанлиғини ейтти. Сөһбәт җәриянида мән Карлинниң қайсила мәсилидә пикир қилмисун, нәзәр даирисиниң кәңлигини, пикир қилишиниң чоңқурлуғини, зеһниниң өткүрлүгини йәнә бир қетим байқидим. — 2009-жили хәлқимизниң бешиға еғир күнләр чүшкәндә, Түркиядики 100 миң түрк қериндишимизниң вә Қиримдики қирим-татарлириниң бизгә һисдашлиқ билдүрүп, намайишқа чиқиши мени қаттиқ тәврәндүрди, — дәйду у сөһбәтара. – Әшу намайишни уюштурған  қирим татарлири билән дәрһал алақә бағлап, уларниң мундақ һәрикәткә беришиға немә сәвәп болғанлиғини соридим. Улар өзлириниң Миллий мәҗлиси низамнамисиниң 4-пунктида «Түркий хәлиқләрниң һәмкарлиғи һәм уларни қоллап-қувәтләш», дәп ениқ көрситилгәнлигини һәм шуниңға әмәл қилған һалда намайиш уюштурғанлиғини ейтти. Түркиядики “Түрк очақлири” вә “Саадәт” партиясиниң рәһбәрлириму заманисида түрк дуниясиниң карван беши болған уйғур қериндашлириниң бешиға күн чүшкән пәйттә, қарап туралмиғанлиғини һәм бу хилдики паалийәтлирини һәргиз тохтатмайдиғанлиғинини қәйт қилишти. Бу гәпләрни аңлап, бәк һаяҗанландим вә шуниңдин кейин «Туран дунияси» фондини тәшкил қилишқа қәттий бәл бағлидим. Түркий тиллиқ хәлиқләрниң келип чиқиш тарихини, тилини, мәдәнийитини чоңқур үгинишкә тириштим. Мениң үчүн йеңи бир дуния ечилғандәк болди. Карлин Мәхпиров һемишәм җәмийәтлик ишларниң бешида. Түркий хәлиқлириниң Дуниявий ассамблеясиниң әзаси, «Түрк әлемі» вә «Бейбітшілік әлемі» җәмийәтлик тәшкилатлири һәм ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңиши билән йеқин һәмкарлиқта паалийәт елип бериватиду. Қисқиси, «папкисиз» лавазим-вәзипиләр йетип ашиду. Карлиндики йәнә бир алаһидилик, у вақтини үнүмлүк пайдилинип, һәммигә үлгиришкә адәтләнгән. Бу әснадики чоң-кичик сорунларда уни көпирәк көргәчкиму, һәрқетим униң тәдбирчан, тәшкилатчи сүпитидә хәлқимиз үчүн техиму зор хизмәтләргә лайиқ инсан екәнлигини һис қилимән. Милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр, хәлиқпәрвәр дегән ибариләр моҗут. Бу ибариләр Карлинға толуқ тәәллуқ, униңға шундақла һәммидин жуқури туридиған инсанпәрвәрлик йеқиндур. У пат-патла хәлқимизниң муңлуқ өтмүши, ғәмкин бүгүни һәм ғува әтиси һәққидә түви йоқ шерин ой-хиялларға чөкиду. Шунда униң пәқәт түрк дуниясиғила әмәс, уйғур дунияси үчүнму сәкпарә болуп жүргәнлигини сезисән. — Билишимчә, һазир Түркиядә 25 миңға йеқин уйғур яшайду, — дәйду у ана тил, ана мәктәп вә миллий тәрәққият һәққидә ой бөлүшүп. – Әпсус, уларниң тәңдин-толиси ана тилини йетүк билмәйду. Сәвәп, ана тилида мәктәп йоқ. Өзбәкстанда әһвал техиму паҗиәлик. У тәвәдә яшаватқан уйғурлиримиз заваллиққа қарап йүзләнди. Рәсмий мәлуматлар бойичә, Қирғизстанда мошу күндә 50 миң уйғур яшайду. Бәзидә маңа уларниң келәчиги һәққидә ой-хияллар өз илкигә елип, арам бәрмәйду. Чүнки уйғур яшлириниң һәммисила дегидәк бир-бири билән рус тилида муамилә қилишиду. У йәрдиму ана тилини сақлап қалғидәк мәктәп йоқ. Әнди биз һәвәс билән қарайдиған Европида 13 миң уйғур туриду. Уларниңму икки әвлаттин кейин йилтизи қуруп кетиш еһтимали бар. Тарихий вәтинимиздә болса, миллий пурақ һәрқандақ шараитта сақлинип қалиду. Сәвәви, милләтниң иммунитети бар, демәк, һәрқандақ кесәл уларға жуқмайду. Әнди Қазақстан диярида өзимизниң миллий алаһидиликлиримизни, җүмлидин ана тилимизни, миллий маарип, әдәбият вә сәнъитимизни сақлап, риваҗландурушниң асаслиқ шәрт- шараитлири яритилған. Амма биз моҗут имканийәт-мүмкинчиликләрдин толуқ пайдилинишни билмәйватимиз. Мәлумки, өткән әсирниң 90-жиллири Уйғур театриниң реконструкцияси қолға елинғанда, тиҗарәтчилиримиз, зиялилиримиз, сәнъәткарлиримиз, уйғур җамаәтчилиги сәпәрвәрликкә келип, «Уйғур театрини башқилар һәвәс қилғидәк дәриҗидә селишимиз керәк», дегән идея астида бирләшти. Очуғини ейтсақ, у чағда «бирлишәйли» дегән идеяму болмиған. Бу пүтүнсүрүк хәлиқ һәрикитигә айлинип кәтти һәм аримиздики талаш-тартишларму түгиди.  «Әнди немә қилишимиз керәк?», дегән соал һәммимизни беарам қилидиғини тәбиий. Мениңчә, тиҗарәтчилиримиз, зиялилар, хәлиқ бирләшкән һалда, «Уйғур өйини» селишни қолға елиши керәк. У өйниң биринчи қәвитидә сәнъәт галереяси, ашхана, кафе, иккинчи қәвитидә 200 адәмгә молҗаланған зал вә сәһнә болуши лазим. Әнди үчинчи қәвити меһманхана үчүн аҗритилса. Шуниң билән биллә, бу өйниң йенида китапхана, ана тилини үгәнгүчиләр үчүн йәкшәнбилик мәктәп вә һәрхил сәнъәт өмәклирини ечишқиму болатти. Мана ушбу идея бирлигимизни  техиму мустәһкәмләшкә түрткә болатти. Көрнәклик һоқуқшунас алим, мәрһум Әнвәр Һаҗиевниң тәәбири билән ейтқанда, «Шәхсийәтчиликтин умумий мәнпийәтләр пайдисиға қәдәм ташлишимиз керәк». Карлин Мәхпировниң бесип өткән һаят мусаписиму дағдам болмиди. Аниси Тохтихандин әтигән айрилди, ғәмгүзар ана бари-йоқи 39 жил өмүр сүрди. Атиси Нурдунму узақ яшимиди, 59 йешида йоруқ дуния билән видалашти. Шундиму тәғдир Карлинниң бәхит-амитини йеқиндин ейтипту. Қийинчилиқларға бәрдашлиқ берип, оттура мәктәпни түгитипла, Ташкәнт шәһиридики Йеза егилиги институтиға оқушқа чүшти. Алий билимлик мутәхәссис сүпитидә җәнубий пайтәхтимиздики завод-фабрикиларда үнүмлүк ишләп, илғарлар сепидин көрүнди. Арилиқта тиҗарәттиму өзини синап көрди. Жүгрүк жиллар ғуюлдап өтүшкә башлиди. Карлинниң дохтур кәспини егилигән Маһинур исимлиқ қиз билән юлтузи яришип, аилә қурушти. Өз новитидә, Маһинурму йолдишиға һәр җәһәттин қол-қанат болушни билди. Иккиси икки пәрзәндини қатарға қошуп, уларни өй-очақлиқ қилди. Һазир әр-аял меһриван бова-мома атилип, 4 нәврисиниң шат күлкилиридин бәһир алған һалда бәхтияр һаят кәчүрүватиду. Раст, һәрқандақ адәмниң өз аилиси, миллити һәм җәмийәт алдида атқуридиған хизмәт-борчи барлиғи талашсиз. Буни һәрким һәрхил чүшинишиму мүмкин. Амма мошу биз яшаватқан заманда шундақ инсанлар барки, улар өзлиригә дайим бүйүк ой-мәхсәтләрни закилиған. Ялғуз өзиниң әмәс, көпчиликниң, һәтта миллитиниң қайғуси, дәрди, ғеми билән яшашни қәрзи-пәрзи дәп чүшиниду. Мән Карлинни ишәшлик һалда әйнә шундақ улуқ пикирләр, ойлар, бүйүк мәхсәтләр илкидә яшайдиған әзимәтләр қатарида дәп чүшинимән.Ундақ дейишимниң сәвәви, у һәрқачанла келәчәккә ишинидиғанлиғини, бир күни болмиса бир күни асминимизда булутлар тарқап, қуяш пақирап чиқидиғанлиғини чоңқур ишәнчә- етиқат илкидә тәкрарлайду. Көпчилик арисида мана мошундақ ишәнчә отини өчәрмәй, йеқип жүргән замандишимиз Карлин Нурдун оғли Мәхпировму бүгүн һаятиниң 50-даваниға көтирилипту. Биз уни ушбу қутлуқ күни —  йерим әсирлик тәвәллуди билән қизғин тәбрикләп, көзлигән иш-мәхсәтлириниң амәтлик болушиға тиләкдашлиқ билдүримиз. Шәмшидин АЮПОВ.

931 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы