• Әхбаратлар еқими
  • 13 Қараша, 2014

Жутдашлиримиз ярдәм көрситиватиду

Сәвәп қилсаң, севәттә су тохтайду/ «Уйғур авази» гезитиға муштири топлашта Кичик Дехан йезисиниң уйғур җамаәтчилигиму паалийәтчанлиқ көрситип келиватиду. Әнди  бийилдин башлап биз йезимизда муштирилар санини көпәйтишниң һәрхил йоллирини издәштүрдуқ.Мәлумки,  үч-төрт жил  уда  йеза турғунлири билән биллә, таша жутларда яшаватқан жутдашлиримиз синип-синип болуп ианә топлап, жиғилған мәбләғни Хәлиқ қәһримани Мөрдүн Тейиповниң хатирисигә беғишланған волейбол мусабиқисини һәм оқуғучилар арисида «Билим вә сәнъәт» көрүгини уюштуруш үчүн сәрип қилған еди. Биз бийил өзара келишип, әйнә шу тәҗрибини муштири топлаш мәвсүмидә пайдилинишни мувапиқ көрдуқ. Бүгүнки күндә бу изгү башланмиға биринчиләрдин болуп 1965- вә 1967-жили туғулған синипдашлар үн қетип, йезимиздики имканийити яр бәрмәйдиған  аилиләрни «Уйғур авази» гезитиға  язди. Таша жутларда истиқамәт қиливатқан бу меһир-сахавәтлик жутдашлиримизниң ушбу изгү тәшәббусниң һазир Алмута шәһиридә яшаватқан һәрхил жилларда туғулған башқа жутдашлиримиздиму давамини тапидиғанлиғиға үмүт қилимиз. Қудрәт БИШӘРОВ, Кичик Дехан йезисиниң жигитбеши. Уйғур наһийәси.

747 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы