• Йеңилиқлар
  • 13 Қараша, 2014

Урпи-адәтләрни сақлап кәлмәктә

Уйғур жутлириниң жигитбашлири/ Илгәрки Чапай, һазирқи Қарағайлы жутини билмәйдиған уйғур камдин-кам. Бу жутта алтә йүзгә йеқин уйғур аилиси истиқамәт қилиду. Жуттики йәттә яштин йәтмиш яшқичә болғанларниң һәммиси Тиливалди Садиқовниң исмини пәхирлиниш билән тилға алиду. У яқ жигирмә жилға йеқин вақит жут башқуруп, миллий урпи-адәтлиримизниң сақлинишиға көп күч чиқарди. Бу жутта әзәлдин ата-бовидин келиватқан бир урпи-адәт бар, жуттики той-төкүн, нәзир-чирақниң һәммисигә улар турғунларни ат чаптуруп  чақириду. Қарағайлыға кәлгән меһман уттур Тиливалди акиниң өйигә келәтти. Уйғур театриниң артистлири, биз, гезит хадимлири, ишимизни әйнә шу акимиз арқилиқ пүтирәттуқ. Анимизниң берикәтлик дәстихини дайим йейиқлиқла туридиған. Жуттики йәнә бир әтивалиқ адәм у Өмәрҗан Исмайилов (сүрәттә оңда). У көп жиллар Қарасай наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилди. Униң исми наһийәгила әмәс, вилайәт даирисигә яхши тонуш. Чүнки йезидики һәвәскар нахшичи вә уссулчилар сәньитини Талдиқорғанғичә апарған шу адәм. Шундақла у өзиниң нутуқ сөзләш маһарити арқилиқ көпчиликни җәлип қилишни билиду. Өмәрҗан ака дәм елишқа чиққандин кейин, униң бу ишини оғли Бәхтияр давамлаштуруватиду. Әнди жигитбашлириниң паалийити һәққидә. Тиливалди акимиздин кейин жутниң «тизгинини» Тайирҗан Әлаев, андин бираз вақит Һезим Мәсимовлар қолға алди. Кейинирәк Қасимҗан Исрайилов жигитбеши болди (солдин иккинчи). — Тиливалди акимиз миллий мәсилигә мунасивәтлик һәрқандақ ишта мәҗбурлатти. Бәзидә у бом авази билән: «Уйғур театридин, «Уйғур авазидин» башқа бизниң немимиз бар?» дәп  қаттиқму гәп қилатти, — дәйду Һезим Мәсимов. —Бәзилиримизгә әйнә шундақ авазимизни көтирип гәп қилмисақ, уйғурлиғини унтупла қалиду. Мән яхши билимәнки, буни қариғайлылиқлар һели унтуғини йоқ. Бәхтишат СОПИЕВ. Қарасай наһийәси.

469 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы