• Йеңилиқлар
  • 20 Қараша, 2014

Йеңи һакимни тонуштурди

Өткән һәптидә вилайәт һакими Амандық Баталов Уйғур наһийәсигә иш бабидики сәпәр билән келип, наһийәниң йеңи һакимини тонуштурди.  Наһийә һакими Көйүмчан Өмәровниң башқа хизмәткә йөткилишигә бағлиқ униң орниға йеңи һакимни тайинлаш лазимлиғини қәйт қилған вилайәт һакими йәттә жилдин көп вақит мошу тәвәни башқуруп, униң ихтисадий, иҗтимаий вә сәясий тәрәққиятиға өз һәссисини қошқан Көйүмчан Аван оғлиға миннәтдарлиқ изһар қилди. Сөз новитини алған наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжанов сабиқ һаким Көйүмчан Өмәровниң иш-паалийитини жуқури баһалап, наһийә тәрәққиятиға қошқан һәссисиниң муһимлиғини тәкитлиди вә Көйүмчан Аван оғлиға «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини» наминиң берилгинини  ейтип, көксигә төшбәлгү тақиди. Наһийә һакими болуп тайинланған Алимҗан Тохтасуновни жиғин иштракчилириға тонуштурған вилайәт һакими униң әмгәк йолидин учур берип өтти вә Алимҗан Тохтасуновниң йеңи, шуниң билән биллә җавапкәрлиги чоң хизмитигә утуқ тилиди. Өз новитидә Алимҗан Һемитахун оғлиму жумһурийәт вә вилайәт рәһбәрлири билән наһийә турғунлириниң өзигә билдүргән ишәнчә вә үмүтини ақлашқа тиришидиғинини қәйт қилип, бу әснада жутдашларниң қоллап-қувәтлишигә үмүт қилидиғанлиғини алаһидә тәкитлиди.   Махмут ИСРАПИЛОВ.  Уйғур наһийәси.

304 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы