• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қараша, 2014

Пайтәхт тәрәққий етиватиду

Өткән җүмә күни Дөләт рәһбири «НИПИ Астана генплан» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғини зиярәт қилди. Дөләт рәһбири Астананиң бирқатар инфрақурулумлуқ лайиһилирини әмәлгә ашурушниң кетип бериши билән тонушти. Пайтәхт һакими Әдилбек Жақсыбеков Қазақстан Президентиға мемарчилиқ вә шәһәр қурулуши саһасида жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ әхбарат бәрди. Җүмлидин «BRT. Астана шәһириниң йеңи транспорт системиси» лайиһиси әмәлгә ашурулуватиду. Шундақла Нурсултан Назарбаевни «ЭКСПО-2017» хәлиқара көргәзмисиниң объектлириға һәм йеңи төмүр йол вокзалиға апиридиған йолларни лайиһиләшниң вә селишниң кетип бериши тоғрилиқ хәвәрдар қилди. Униңдин ташқири Дөләт рәһбиригә пайтәхтниң исситиш магистралиниң төртинчи вә бәшинчи новитини планлаш һәм селиш, энергетика мәнбәлири объектлирини селиш һәм реконструкция қилиш ишлири бойичә әхбарат бәрди. Президент Орынбор кочисидики, Тәнтәнә дәрвазиси йенидики Дүгләк мәйдан вә Миңжиллиқ аллеясидики  қурулушларниң, турушлуқ өй қурулушиниң әмәлгә ашурулушини көздин кәчүрди, шундақла кона һәм өрүлүп кетиш һалитидә турған өйләрни бузуш бойичә синақ лайиһиси билән тонушти. Зиярәт йәкүни бойичә Дөләт рәһбири пайтәхтни техиму тәрәққий әткүзүш үчүн көздә тутуш зөрүр болған бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

744 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы