- Әхбаратлар еқими
- 04 Желтоқсан, 2014
Финал апрель ейида өтиду
Хушхойлар вә тапқурлар клуби/ Йәкшәнбә күни «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң қоллап-қувәтлиши билән Алмутидики «Қазақконцерт» залида «Хушхойлар вә тапқурлар» клубиниң финалиға таллавелиш оюни болуп өтти.Бу қетимқи финалға йолланма алған «Made іn гимназия» (Алмута шәһири, А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияси), «ТюркАз» (Алмута шәһири, Дружба мәһәллиси), «Татлиқ җанлар» (Заря Востока мәһәллиси), «Яшлиқ» (Яркәнт шәһири), «Допиңиздин өргиләй» (Бесағаш мәһәллиси) қатарлиқ командилар өзлириниң маһаритини намайиш қилди. Шундақла бу таллавелиш оюниға «Ләңмән com» вә «КазМҰҰ» командилири меһман сүпитидә қатнишип, оюнниң техиму қизиқарлиқ һәм күлкилик өтүшигә сәвәпчи болди. Оюн йәкүни бойичә барлиқ командилар финалға өтти.
Ахирида сөзгә чиққан Қазақстан Җумһурийити Президентиниң йенидики Яшлар сәясити кеңишиниң әзаси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси йенидики «Жарасым» яшлар җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Расул Ахметов, «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң вице-президенти Мехришат Зәйнавдун вә «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң иҗраий мудири Надира Өмәрова уйғур яшлириниң паалийитигә ақ йол тиләп, оюнниң финали апрель ейида өтидиғанлиғини хәвәр қилди.
Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА.
690 рет
көрсетілді0
пікір