• Йеңилиқлар
  • 04 Желтоқсан, 2014

«Алтун тойға» күтүлмигән соға

Бу мақалә тәсадипи йезилип қалди. Мени униңға язғучи-шаирлиримизни, алиму-пазиллиримизни десә, ичиватқан чейини ташлап туруп кетидиған кәтмәнлик ағинилиримниң бири дәвәт қилип, язмисам болмайдиғанлиғини испатлап бәрди. Униң ейтишичә, бу инақ вә меһир-шәпқәтлик аилиниң егилири «Алтун тойини» қарши еливатиду вә уларниң пәрзәнтлириму, «Угида немә көрсә, учқанда шуни қилиду» дегәндәк, әл-жут арисида аброй-шәни жуқури, илим-пәндә өзлиригә хас орни бар инсанлардин болуп йетилди. «Қолуңдин келидиғу, мақалә язсаң, «Алтун тойға» күтүлмигән соға болсун», деди у.Тонушумниң бу илтимасини мәмнунийәт билән қобул қилдим. Чүнки сөз көрнәклик алим, академик Мәһәмәтҗан Абдуллаев вә униң өмүрлүк җүпти, библиография саһасиниң йетүк мутәхәссиси Росхан Җәмшитова һәм уларниң пәрзәнтлири Меһрибан, Гүлбан, Әхмәтҗан тоғрилиқ болувататти. Мәһәмәтҗан ака Абдуллаев бизгә яхши тонуш. У редакциямизгә пат-пат келип туриду, бизниң турақлиқ муәллипимиз. Өз саһаси бойичә проблемилиқ мақалиларни, йәни илим-пән утуқлирини ишләпчиқиришта қоллиниш усуллири, йеза егилигидә иш уюштурушниң заман тәләп қиливатқан тәрәплири тоғрилиқла әмәс, шунлақла хәлқимизниң иҗтимаий-мәдәний һаятиниң муһим муәммалири һәққидә қәләм тәвритиду. Шәхсән өзәм Мәһәмәтҗан акиниң алий инсаний хисләтлирини бәк қәдирләймән. Униң кәмтарлиғиға қарап, зоқланғум келиду. Әнди дост-яранлириға болған садақәтлик, көйүмчанлиқ униңғила хас хисләттәк билиниду бәзидә. Бирла мисал: буниңдин бәш жил илгири атақлиқ алим, Қазақстан Җумһурийити Миллий пәнләр академиясиниң академиги, ихтисат пәнлириниң доктори, мәрһум Рәхимҗан Авутовниң 70 яшлиқ тәвәллудини нишанлаш тәшәббусини көтирип, Қазақ миллий аграр университетида Рәхимҗан Рәхмидин оғлиниң барлиқ шагиртлириниң бешини қошуп, илмий-әмәлий конференция өткүзүшни өз зиммисигә алди, мошу билим дәргаһида бир кафедриға «Хатирә тахта» орнитилди. Әнди гезитимизниң өткән санида елан қилинған мақалисида болса, Рәхимҗан Авутовниң туғулғиниға 75 жил толғанлиғини башқиларға әслитип, униң исмини әбәдийләштүрүш лазимлиғини қәйт қилиду. Мениң гәптин-гәп чиқип, «Мәрһумниң сиздин башқа жүгрәйдиған адими йоқму?» дегән соалимға мундақ дәп җавап бәрди: «Рәхимҗанни әсләш вә уни қәдирләш һәрбир уйғурниң муқәддәс борчи болуши керәк. Мән саңа ейтай, Рәхимҗандәк улуқ алим техи биздин йетилип чиқмиди, һәтта Қазақстандиму йоқ. Биз россиялик ихтисатчи-алим, пүткүл дуния етирап қилған Абалкинниң «Рәхимҗанниң алдида мән өзәмни стдуденттәк һис қилимән» дәп һәзил-чақчақ арилаш, бирақ һәқиқәтни ейтқан сөзини билмәймиз, һәтта аңлиған болсақму, аңлимиғанға селивалимиз. Мениң достум Рәхимҗан өткән әсирниң 80-жиллири ишләнгән СССР озуқ-түлүк программиси мәуллиплириниң бири. Мошуниң өзила униң улуқлуғини испатлап турмамду!?». Мошу  мисалниң өзила Мәһәмәтҗан акиниң достқа садиқлиғиниң ярқин бир көрүнүши әмәсму. Йәнә бир вақиә ядимға чүшүватиду. Әву бир жили Мәһәмәтҗан акиниң гезимизда «От қалимай, су исситиш усули» сәрләвһилик мақалиси елан қилинған еди. Әйнә шу мақалида қишниң күни сағлиқларни илман су билән суғарса, қоза ташлаш һадисисиниң көрүнәрлик дәриҗидә азийидиғанлиғи ейтилип, от қалимай, су трубилирини қиғ билән көмүветиш арқилиқ су исситиш усулини қоллинишни тәсийә қилған еди. Мошу усулни қолланған бир чопанниң редакциягә телефон қилип, Мәһәмәтҗан акиға миннәтдарлиғини изһар қилғанлиғи ядимда. Умумән, Мәһәмәтҗан Абдуллаевниң шәхсий һаятиға вә илмий паалийитигә мунасивәтлик болған мундақ мисаллар хелила нурған. Бирақ бу мақалимиз «Алтун тойға» күтүлмигән соға» териқисидә йезиливатқачқа, мавзуни өзгәртишкә тоғра келиду. Мәһәмәтҗан ака 200дин ошуқ илмий мақалиниң, 6 дәрисликниң, 10ға йеқин монографияниң муәллипи, 17 рационализаторлуқ тәклипкә патент, 7 йеңилиққа муәллиплик гуванамә алған алим. Униң әмгәклириниң арисида йеңичә усул-услубта йезилған бир китап бар. У — «Һаят даванлири» — «Дорога моей жизни» дәп аталған мемуари. Униңда мундақ дейилиду: «...Язлиқ тәтилдә ишләп тапқан пулумға анамни нәвриси — чоң акамниң балиси, өзәмниң җийәнимни — Алмутиға әкелип, шәһәрни көрсәтмәкчи болдум. У жиллири Алмута — Чонҗа — Кәтмән арилиғида 12 орунлуқ АН-2 самолети қатнайдиған. Самолет Кәтмәндин чиқип, Чонҗиға қонғанда, бизгә төрт қиз қошулди. Немишкиду, шу қизларниң биригә орун йәтмиди. Мән дәрру өзәмниң орнини шу қизға бошитип бәрдим. Самолетниң мотори қандақ гүрүлдәп ишлисә, мениң жүригимму шундақ титирәп кәткәндәк туюлди маңа. «Бир көрүп ашиқ болди» дегини мошу болса керәк дәп ойлидим... Дәрһәқиқәт шундақ болди. У қәдди-қамити келишкән, чирай-шәкли гүлдәк, адәмгә әймәнмәстин тик қарап сөзләйдиған, ләвлири нәпис, әҗайип чирайлиқ хушпичим қиз — Росхан еди... Шундақ қилип, мән институтниң иккинчи курсида оқуветип, җенимниң җананиси болған мәшуғумни таптим... Биз, Росхан иккимиз, ата-анилиримизға бәргән вәдимизгә әмәл қилип, институтни тамамлиған жили аилилик болдуқ...». Мәһәмәтҗан ака тәсвирлигән бу вақиәгә, мана 50 жил болупту. Йерим әсир  җәриянида бир-биригә яр-йөләк болуп, әр — аялниң, аял әрниң жириғини — йеқин, еғирини йеник қилип, бәхитлик һаят кәчүрүватқан аилиләр, әлвәттә, аз әмәс. Бирақ, сөз болуватқан бу аилиниң «алаһидиликлири» наһайити нурғун. Тонуш-билишләрниң ейтишиға қариғанда, әң бәхитлик инсанлар, үлгилик аилә егилири икки болса, униң бири Абдуллаевлар аилиси. Сәмимийлик билән меһриванлиқ, меһмандостлуқ билән хушпейиллиқ, кәмтарлиқ билән изгү-нийәтлик — бу аилигә гөзәллик беғишлап туриду. Әйнә мошундақ муһит түпәйли Мәһәмәтҗан ака Абдуллаев илим-пәндә егиз  чоққилардин көрүнди: уйғурлар арисида дәсләпкиләрдин болуп йеза егилиги пәнлириниң доктори илмий унваниға еришти, Қазақстан Җумһурийити Миллий пәнләр академиясиниң  Пәхрий әзаси болуп сайланди, академик аталди. Акимизниң бу утуғида, әлвәттә, Росхан һәдимизниң үлүши бебаһа. Көрнәклик алим, академик Қалдибек Сәбденов өз әслимилиридә мундақ дәп язиду: «Мәһәмәтҗан наһайити ишләмчан, издинишни билидиған, камсөзлұк вә кәмтар инсан. Өмүрлүк җүпти Росхан болса, әқиллик, билимгә хуштар аял. У Қазақ қой егилиги илмий-тәтқиқат институтиниң китапханисиға рәһбәрлик қилди. «Рәһбәрлик қилди» дәп ейтиватқинимниң сәвәви, бу китапхна өзиниң фонди бойичә  саһада әң чоң һесаплинатти. Мәһәмәтҗан иккимизниң дәсләп қолға алған ишимиз —  қой егилигидики йеңи технологияләр бойичә тәтқиқатлар — тиң мавзу еди. Очуғини ейтай, Кеңәш Иттипақи бойичә бу саһаға биринчи болуп биз тутуш қилдуқ. Шуңлашқа бизгә чәт әлләрдә жүргүзүлгән тәҗрибиләр тоғрилиқ йезилған китап-журналларни издәп тепиш һавадәк һаҗәт еди. У пәйтләрдә һазирқидәк Интернет йоқ, һәммә нәрсә идрәкликкә, әқил-парасәткә бағлиқ еди. Бу ишта әң йеқин ярдәмчимиз, бизниң «Интернетимиз» Росхан болди». Һә, юлтузлири ярашқан Мәһәмәтҗан ака билән Росхан һәдиниң пәрзәнтлири биләнму пәхирләнсәк әрзийду. Тунҗиси — Меһрибан, психология пәнлириниң намзити, Москва шәһиридики  Ломоносов намидики дөләт университетини тамамлиғандин буян илмий иш билән бәнт. Һазир өзи билим алған әшу университетниң Психология факультетиниң чоң илмий хадими, доцент. Хәлиқара Әмәлий пәнләр психологияси ассоциациясиниң, Россия психологлири җәмийитиниң, Европа Психология җәмийитиниң әзаси. Россия Федерациясидики алий оқуш орунлириниң психология факультетиниң студентлири үчүн қолланма сүпитидә пайдилиниватқан «Энциклопедиялик луғәт. Психологиялик муамилә» қошумчә мәнбәниң вә «Психологиялик асас» дәрислигиниң муәллипи. Оттуранчиси — Гүлбан, медицина пәнлириниң намзити, Қазақ миллий медицина университети Педиатрия вә неонатология кафедрисиниң доценти. 1987-жили Асфендияров  намидики  Алмута дөләт медицина университетини әла баһаларға тамамлиди. Дәсләп Ана вә бала илмий-тәтқиқат мәркизидә илмий хадим, 2002 — 2010-жиллири Астана шәһәрлик саламәтликни сақлаш департаментида чоң мутәхәссис — неонатолог болуп ишлиди. 2009-жили «Вақти-қәрәлигә йәтмәй туғулған балиларда учришидиған хламидийлиқ инфекцияниң алаһиликлири» мавзусида намзатлиқ диссертациясини яқлиди. Кәнҗиси — Әхмәтҗан, «Грата» ширкитиниң мудири. У Әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң Әдлийә факультетини қизил диплом билән тамамлиди, аспирантурида оқуди. Нәзәрийәвий билимини әмәлиятта қоллиниш мәхситидә университетта биллә оқуған мәсләкдашлири билән бирлишип, «Грата» әдлийә ширкитини тәшкил қилди. Һазир бу ширкәт қазақстанлиқ мәһсулат йетиштүргүчиләрниң чәт әлләр билән болған сода-ихтисадий мунасивәтлирини рәтләштә юридик мәслиһәт көрситиду. Әхмәтҗан уйғур яшлири арисида кәң хәйрихаһлиқ паалийити биләнму яхши мәлум. Болупму униң атақлиқ рәссам Ғази Әмәтниң «Муқамчилар» әсәрини пластика сәнъити асасида ясаш тәшәббусини көтирип, униң һөддисидин шәрәп билән чиқти. Мүмкин, бу мақалә Абдуллаевларниң шәхсий һаятидики шанлиқ сәнә — «Алтун тойға» күтүлмигән соға дәриҗисигә йәтмигәнду, амма халис нийәт билән йезилғачқа, уларни бепәрва қалдурмайду дәп ойлаймән.

Иврайим БАРАТОВ.

380 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы