• Йеңилиқлар
  • 04 Желтоқсан, 2014

Вақит дәриясида үзгән еһтираслиқ әдибә

(Шаирә вә алимә Гүлнарә Авутова — 50 яшта)/ Вақит — дәрия. Һәммигә уқушлуқ иккила еғиз сөздин тәркип тапқан ушбу бәдиий-пәлсәпәвий ибарә шеирийәтниң шерин зәбан шәйдаси, алимә Гүлнарә Авутованиң қәлимигә мәнсүп. Гүлнарә Авутова — тәбиәт билән җәмийәттики түрлүк-түмән вақиә-һадисиләрни бәкму мурәккәп бәдиий васитиләр арқилиқ ипадилигүчи шаирә демәкчи әмәсмиз, әсла. Буни аддий-саддә, йеник вә раван татлиқ тил билән йезилған, лекин мәзмунән парасәтлик шеирхан қәлб тарини изтирап илкидә титирәткүчи «Вақит дәриясида» намлиқ төрт бәндлик шеириниң өзила толуқ тәстиқләйду. Вақит дәриясиға ташланған мениң Алмичә җеним еқип бариду. Бирдәмдә чөкүп, гаһ чиқар теним, Һечбир тохталсиз кетип бариду. Қараң һә, мәнзилдин-мәнзилгә сүрүлгән мәңгүлүк вақит дәрияси, униңға тәғдир-илаһий тәрипидин ташланған алмичә җан — у пак вә мәсумә. У гаһ чөкүп, гаһ ләйлигән тәһқирлик тән билән тиңдаш. Ташларға тәгсә, сийқирар бәдән, Улуқ еқинға йеқип бариду. Қайнамда қалса, пеқирап бәзән, Қилип тән — тәнә, йеңип бариду. Демәк, җошқун вә упқунлуқ вақит дәриясида үзгән алмичә җан җисимида атәшин ирадә, мәрданиларға хас қәйсәранә роһ моҗут. Бу тәңрилик тәбиәт әта қилған нурсийма роһ. У өзини өз қәъригә тартмақчи болған қайғусиз қайнамлар билән гирәлишиду, елишиду, челишиду. Чүнки у аңлиқ рәвиштә, һаят — күрәш екәнлигини убдан билиду. Ундақ тәбиәт билән тоюнған пак туйғу: Вақит дәрияси  — тинмас, соғулмас, Кимләрдур унда қолвақта үзәр. Кимдур гедәрәп, нәпси боғулмас, Егиз кемидә бемалал өтәр, — түгүни билән кишилик җәмийитигә йүзлиниду. Мәзмунән хусусийлиқтин — умумийлиққа (мәндин) — кимләрдур, кимдур өтүлгән ушбу бәндтики реаллиқ рәмзи қолвақ вә кемә болсиму, әсли мәнтиқий маһийәт — нәпис йәни кәң мәнада нәпсанийәттур. Аянки, шәриқ-ислам мәмликәтлиридә һур пикирликниң риваҗлинишида иҗабий роль ойниған суфизм этикиси җәмийәттики вә инсан роһидики илләтләргә қарши, һәрдайим, инсаний изгү пәзиләтләрни — яхшилиқ, диянәт вә инайәтни, йәни көйүмчанлиқни қоюп кәлгән. Кишини һәрхил мәиший вә әхлақий арзу-һәвәсләргә майил қилғучи вә, һәтта, яман йолларға башлиғучи нәрсә — нәпис екәнлиги тәкитлинип, нәфси әммарә, йәни өткүр нәфс, ғалип нәпис (өзини тийишта) улуқлиған. Шаирә нәздидики кемә әһли — өз нәпсигә әсир болғанлар, яшаштин мәхсәт — йәп-ичиш, ләззәтлиниш, нәписни қандуруш дәп билишкән әң пасиқ җаһиллардур. Улар өзлиригә: «Хош, инсан, зади, немә үчүн яритилған?» дегән әқиллик соалниму һечқачан қоюшмайду. Өзлиричә ғалип, өзлиричә мәғрур җанлар... Нә чарә, ақивәт: Вақит дәриясида — җеним алмичә, Ақар талғичә... ақар талғичә. Соқулуп һәрян, йетип пәллигә, Һардуқ алғичә... һардуқ алғичә, — дәйду шаирә улуқ-кичик тинип. Бу — адимийликниң алий пәллиси, сахавәтлик идеал җәмийәтниң муқәддәс минбиридур, бәлким!..

***

Өзлүк ғайә, өзлүк шаиранә мәхсәт-мәслигигә садиқ Гүлнарә Авутова камил инсан вә адаләтлик һәм сахавәтлик җәмийәт тоғрисидики тәпәккүр тәлқинлирини, қаяқлардиндур, нурәпшан бир мәнзил издигән қушлар қәлбигә қондуриду: Көктә қушлар қанат қеқишип, Учуп барар тимсали зәнҗир. Пәқәт алға, алға беқишип, Йетәр җайи, мәхсити — Мәнзил. Шамал, боран болуп сәпәрдаш, Қанатлирин қайрар, талдурар, Берип улар һәммигә бәрдаш, Мәнзил көзләп, тәмкин алдирар. Буниңда бәдиий васитиләрниң муһим роль ойниши һәрбир иҗаткарға яхши мәлум. Жүрәклири тәшвиштә қелип, Тепирлайду һаман моҗулуп, — дәйду шаирә нурлуқ мәнзил, муқәддәс бир макансири йүксәлгән қоналғусиз қушларниң қәлбигә қулақ йеқип. Йә, әҗәллик, бағримиз тешип, Сәптин айрип ташлармекин оқ? Бирақ тағу-ташлардин ешип, Мәнзил тапмай, биздә арам йоқ! Бу — қиянлиқ вақит дәрияси бойлап, қиран қанатлирида йәшин ойниған һалда мәнзилдин-мәнзилгә йүксәлгән истиқлалға ихласмән қәйсәр ирадилик қушларниң әһду-пәймани, изгү арзулири. Маһийәтән бу — атәшқәлб шаирәмизниң Боран қушлиридур. Ушбу орунда XVІІІ әсирдә өткән француз пәйләсоп-материалисти К.А. Гельвецийниң «Әгәр һәқиқәтни образлиқ шәкилләрдә тәсвирлимәйдиған болсиңиз, шеирийәтни тинч қоюңлар!» дегән тәһқирлик ибриси хиялиңиздин өтиду. Дәрһәқиқәт, Гүлнарә Мамут қизи Авутова җәмийәттики һаятий һәқиқәтләрни, мурәккәп вақиә-һадисиләрни, тәбиәттики һәрбир җанлиқ вә җансиз җисимларни бәдиий образлар арқилиқ тәсвирләшкә, инсаний кәчмиш вә кәчүрмишлирини, үмүтлүк арзулар, отлуқ изтираплирини бәдиий васитиләр арқилиқ тәпсилләшкә қабил шаирәдур. Бу униң иқтидарлиқ алимә сүпитидә тил вә әдәбият нәзәрийәлирини пухта билгәнлигидинла әмәс, шуниң билән биллә тәбиий һәм һаятий һадисиләргә туйғун нәзәр билән қарап, уларни мәвһуманә тәпәккүр туғянидин өткүзгән һалда аңлиқ әкис әтттүрәлишидиндур. Шуңлашқиму униң шеирлиридики образлиқ ой инкаслири шеирханлар қәлбидә җулалинип, өзлүк мәнтиқий пикирләр ойғитиду, һөзүр беғишлайду. Егиз асман, еһ, чаңқар һаман — Чимирлиған юлтузлуқ макан. Нур яғдуруп, чақирар мени, Шу сеһирлиқ қучиғи таман. Кәңликләрни кинәр жүригим, Азадилиқ тиләр жүригим, — дәйду «қара түндин йотқан йепинип, ис-түтәктин буруқтум болған шәһәрдин» көңли қайтқан Гүлнарә «Кәңликләрни кинәр жүригим» намлиқ шеирида. «Қоллиримни көтирип көккә вақириғум келәр» «Сөйүмән, силәрни чәксиз кәңликләр!» дәп хитап қилиду йәнә қәйсәранә қиз. Гүлнарә Авутова иҗадийитиниң әң есил нәмунилири җүмлисидики ушбу шеирниң өзила әйни мәнасидики истедатлиқ әдибәниң назук һис-туйғулири, илмий сәвийәси (тәбиий пәнләр нәзәрдә), бәдиий тәпәккүр иқтидари вә, әң муһими — кишилик җәмийәт қариши қанчилик өткүр, қанчилик жуқури, қанчилик чәксиз вә чоңқур екәнлигидин, изтираплиқ қәлб қатламлириниң нәқәдәр кәң һәм мусәппә екәнлигидин ярқин далаләттур. Шаирә нәздидики чәксиз кәңликләрни кинәштин мәхсәт: гигант юлтузларниң алқишлириға муйәссәр болған һалда әркин вә азадә яшаштинла ибарәт болмастин, бәлки бизниң тәъбиримизчә, әшу каинаттики әбәдий нурлар еқини ара нурланған һалда йәниму нурлиниш вә нурлуқ бир сиймаға айлиништин һәм ибарәттур. Нурлуқ қәлб саһибисиниң «Сөйүмән силәрни, чәксиз кәңликләр!» кәби җан нидаси, қайсиду-бир әдипниң «Еһтият қилиң, адәмләр! Мән силәрни чәксиз сөйүмән!» дегән ибариси билән мәзмундаш. Дәрвәқә, ис-түтәк билән тунҗуққан шәһәр тимсалидики кишилик җәмийитидин бир әснаға болсиму безиш, қайсиду-бир ғайибанә макан яки Гүлнарә нәздидики каинат кәңликлириара кезиш арзуси, та әзәлдинла бүйүк истедат саһиплириниң изтираплиқ роһий кәчүрмишлири болуп кәлгән. Маһийәтән бу: әшу мәлум җәмийәттики иҗтимаий-ихтисадий һәм мәнивий-сиясий мунасивәтләрниң мурәккәплишишидин, кишилик һоқуқ нормилириниң бузулушидин, бир очум һөкүмран груһ вә уларниң янтаяқлири тәрипидин «Сув кәлтүргәнләр — хар, коза сундурғанар — әзиз» болушидин йәни иҗтимаий тәңсизликләрдин туғулған изтираплиқ туйғулардур.

***

«Қәләмдаш сиңлим Гүлнарә! «Гүлзаримни» зоқлинип арилап чиқтим. Өзиңизгә хас хуш һид-пурақ бар екән. Гүлзариңизни йәниму қетиқинип көклитивериң, биз қенипқина бәһир алидиған болайли!». Ушбу меғизлиқ мәктүп атақлиқ әдибимиз, мәрһум Мәсимҗан Зулпиқаровниң қәлимигә мәнсүп болуп, у Гүлнарә Авутованиң 1990-жили «Жазушы» нәшриятидин кәң китапханлар илкигә сунулған тунҗа шеири мәҗмуәсигә пешқәдәм устазниң инкаси һәм изгү тилигидур. Гүл терип, асрап қәлбимдә, Үмүтүм билән бағ өстүрдүм. Әмгигим көрсәтмәк хәлқимгә, Шу мәхсәт түпәйли йәң түрдүм. Келиңлар, көрүшкә келиңлар, Тәр төкүп, мән баққан гүлзарни. Гүл үзүп, бир әсләп қелиңлар, Шу гүлләр егиси — Гүлнарни, — дәйду өмүр вә иҗадийәт йолиға, алий билим билән, мәрданә қәдәм қойған татлиқ тиллиқ әдибә қәлб гүлзаридин тизған отқаш кәби тунҗа гүлдәстисини шеирханлар илкигә тазим билән сунуп. Бу чарәк әсирниң алдидики сөз. Бүгүнки күнлүктә Гүлнарә Авутова көплигән издинишләр, әстаидил оқуп-үгиниш вә тинимсиз иҗадий меһнәт нәтиҗисидә вуҗутқа кәлгән «Лутпулла Мутәллип иҗадий мираси» намлиқ монографияси (1994-жил) вә башқиму илмий мақалилири арқилиқ әлгә тонулған истедатлиқ алимә, мәңгүлүк вақит дәриясида қәйсәранә роһ билән мәрданә үзгән һалда юмран жүрәк һарарити тәптия тоқса тилсимлиқ туйғун тәпәккүриниң иҗадий гүлзарида пәрвиш етилгән хушһид вә рәңму-рәң җулалиқ шеирий гүлдәстилирини өз иҗадиға шәйда өткүр тәбиәтлик шеирханлар һөкүмигә сунуп келиватқан еһтираслиқ шаирәдур. Гөзәлликни қучтум булақ сүйидин, Алтун нурлар көли — Қуяш йүзидин. Пәрзәнтлирин бесип иссиқ бағриға, Шат чақниған аниларниң көзидин. Шу гөзәллик нәпис қилип қәлбимни, Үгәтти һәм инсанларни сөйүшкә. Берип қәләм, дилдин елип арамни, Һөкүм қилди илһам отта көйүшкә, — дәйду қувнақ балилиқ вә өсмүрлүк чағлири Ана жут бағрида, худди бозқулун кәби қийғитип, «баһарниң ақ чәшмилирини терип» өскән Гүлнарә «Гөзәллик» дегән шеирида. «Баһарниң ақ чәшмилири», «Гөзәллик җуласидики булақ», «Алтун нурлар көли — Қуяш», омақ пәрзәнтлирини бағриға басқан аниларниң көзлиридә җилвиләнгән нур, һәқиқәтәнму, һаятий гөзәлликләрниң гөзәл қәлб шаирә тәсвиридики илаһий бирлиши әмәсму! Бүгүн йәнә таптим уни — тәшәккүр! Түн көзүңдин сениң — қара қундуздәк. Симап кәби еқип, қәлбим қучти у, Йәр бағриға шуңғуп, көчкән юлтуздәк, — дәйду әдибә шеир түгәнҗисидә йәниму башқа гөзәлликләрни һәдийә әткән илһамлиқ кечигә сәмимий рәхмитини билдүрүп. Тәңрилик тәпәккүр тәлқинидә пүткүл каинаттики вә кишилик дуниясидики барлиқ гөзәлликләрни бәәйни юлтуз кәби көчирип, уни өз қәлб асминиға қондурған Гүлнарә Авутова иҗади, дәрвәқә, өткән йүз жиллиқниң әшу 80-жиллиридики уйғур кеңәш поэзияси тарихидила әмәс, бәлки аҗун уйғур шеирийити тарихида, мәйли у, ғайивий-бәдиий қиммити җәһәттин болсун вә, мәйли, услубий җәһәттин болсун, әйни мәнасидики өзигә хас новаторлуқ еди. Тәпти йоқ нур болса — гөзәллик вәсли, Наданлиқ екән һәм ашиқ болушиң. *** Шуңа пәқәт өзин әмәс Назукниң, Вижданини вижданимдин издәймән. *** Чүнки у от — өлгән солдат қәлбидин, Вәтән, һаят үчүн янған муһәббәт. вә йәнә: Ана йәр бағрида адәмләр — юлтуз, Уларниң яхши һәм ямини барғу! Кәлтүрүлгән нәқилләрдики «ашиқ», «виждан», «мәртлик» вә «адәм» обризи Гүлнарәниң һәрқандақ бир гөзәлликни әсли тәбиий маһийити билән көрүп, уларни өз туйғун тәпәккүри билән образлиқ ибариләрдә ипадиләп бериш иқтидариниң нәмунилиридур. Гөзәлликтин пәйда әсли муһәббәт, Муһәббәттин ярилиду инсанлар. Шунда қайдин моҗут екән бу нәпрәт, Нечүн дәвран сүрәр намәрт вижданлар, — дәйду Гүлнарә һәрдайим гөзәлликләр билән риқабәттә вә, һәтта, гөзәлликтин үстүн бир кәйпиятта жүридиған рәзилликләрдин нәпрәтләнгән һалда. Демәк, шаир рәзилликләрниму көрүши, уларни паш қилиши, шеирханлар қәлбидә уларға нисбәтән чәксиз нәпрәт туйғулирини ойғитиши лазим. Ривайәтчә, периштә — инсанниң җенидин, иблис инсанниң қенидин җай алғанмиш. Улуқ Һәйямниң тәңригә хитабән: «Ваһ, нечүн яраттиң Иблисни, Алла!» дейишиму шуниңдин. *** Гүлнарә Авутованиң иҗадий маһарити вә униң җәлипкарлиқ қудрити шуниңдики, у өзигә қәдәр өткән вә өзигә чағдаш шаирәләр вә, һәтта, пешқәдәм шаирлар тәрипидин нурғун қетим қәләмгә елинған һаятий вақиә-һадисиләр вә тәбиий шәйийләрдин өзигә хас услубта һәқиқий мәзмун һәм иҗадий мәна яриталайду. Гүлнарә тәсвиридики бу йеңи вақиәлик вә йеңи шәйийләр китапхан нәзәридә йеңичә маһийәт билән намайән болуп, тәбиәт вә җәмийәт һәққидә әстаидил ойлашқа, һәртәрәплимә мулаһизә қилишқа, әсли сәвәп вә ақивәтни тәһлил етишқа үндәйду. Иккинчидин, Гүлнарә Авутованиң ярқин һис-туйғулири, камил бәдиий тәпәккүри шеирхан қәлбиниң әң чоңқур қатламлириға шеирий роһ билән сиңип берип, уларниң ашиқанә сөйгү дуниясини, һиҗран изтираплирини, җудалиқ надамәтлири билән чин вапа сахавәтлирини тәкрарән тәәҗҗүпләндүриду, ойландуриду. Баһарни сеғинип, күтимән һәр вақ, Интизар яп-йешил майсидәк аңа, Билинәр, бәәйни гөзәл яш анам, Қучиғин кәң ечип кәлгәндәк маңа, — дәйду шаирә «Ана вә баһар» намлиқ шеирида, ана меһри, пәрзәнт сөйгүси, Ана йәр һәм баһар сеһрини лирик-пәлсәпий туйғу билән уйғунлаштурған һалда. Дәрвәқә, һәрбир шеири шәрһидә мәхсус бир мақалә йезиш лаяқитигә мунасип еһтираслиқ әдибәмиз Гүлнарә Мамут қизи Авутованиң мубарәк 50 яшлиқ тәвәллуди мунасивити билән йезилған ушбу мақалида, униң бәркамал иҗадийити тоғрисида бәтәпсил тохтилип өтүш мүмкин әмәс, әлвәттә. Биз, җаниҗан хәлқини җандин сөйгән гөзәл қәлб әдибәмизгә иҗадий узақ өмүр, сәлкинлик сакин сәйяримиз кәби саламәтлик тиләймиз. Нәзим гүлзариңиз йәниму нурәпшан болсун, Гүлнарә!

АЛМАСБЕК.

401 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы