• Учришиш
  • 04 Желтоқсан, 2014

Түркиялик меһманлар Уйғур театрида

Йеқинда бир топ түркиялик Уйғур театриға қәдәм тәшрип қилип, у йәрдә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлиги вә җамаәтчилик ишларниң активистлири билән учрашти.Чәтәллик меһманлар билән болған учришишни ҖУЭМниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов ечип, уларға түрк тилида өзиниң тиләклирини изһар қилди. Шуниңдин кейин у тәрҗиман арқилиқ түрк қериндашларға қазақстанлиқ уйғурларниң иҗтимаий-ихтисадий вә мәдәний һаятидин қисқичә әхбарат бәрди. Андин кейин «Түрк әлеми» парламентлар ассоциациясиниң рәиси Нури Услу, Түркия Премьер- министриниң мәслиһәтчиси Хамди Сенгел, Түркияниң Қазақстандики Баш консули Сулхи Атан, «Түркий хәлиқләр» мәдәний фондиниң мудири Ахмет Дағдуран мәзкүр баш қошуштин алған тәсиратлири билән бөлүшти. Өз новитидә саһипханлар билән меһманлар бир-биригә атап әкәлгән соғилирини тапшурди. Мундақ хошаллиқ дәмләрниң ахири Уйғур театри артистлириниң концертиға улашти. Бәхтишат СОПИЕВ.

705 рет

көрсетілді

4

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы