• Әхбаратлар еқими
  • 04 Желтоқсан, 2014

Елимиз ихтисадиниң йеңи стратегияси

«Нұрлы жол» — келәчәккә башлайдиған йол/ Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң бу қетимқи қазақстанлиқларға йоллиған «Нұрлы жол — келәчәккә башлайдиған йол» намлиқ йеңи Мәктүбини мән Қазақстан тәрәққиятиниң йеңи ихтисадий стратегияси дәп қобул қилдим. Чүнки униңда йолниң барлиқ түрлиригә алаһидә диққәт бөлүнүп, интайин муһим йеңи йоллар селиш тоғрилиқ тапшурмилар берилди. Йол дегинимизниң өзи — ихтисадий тәрәққиятниң нишани һәм йеңи иш орунлири.

Хәлиқ даналиғида «Йол — һаят» дегән сөз бар. Демәк, бу йол һәқиқәтәнму һәммигә һаят беғишлайдиған, паравән турмушқа йетәкләйдиған йоллар болмақ. Униңға Дөләт рәһбириниң «Йолларни селиш җәриянида йеңидин 200 миңға йеқин иш орни ечилиду» дегән сөзиму ениқ дәлил әмәсму? Шуңлашқа Нурсултан Әбиш оғлиниң қазақстанлиқларға йоллиған бу қетимқи Мәктүби елимизниң йеңичә йүксилишигә йол ачидиғанлиғиға ишәнчим камил.

Әхмәтҗан АХМОЛЛАЕВ, Бесағаш йезисиниң баш жигитбеши.

Талғир наһийәси.

702 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы