• Әхбаратлар еқими
  • 25 Желтоқсан, 2014

Житимларни жиғлатмайли

Сир әмәски, җәмийитимиздә һәрхил сәвәпләр билән дунияға әндила көз ачқан балисини ташлап кетиватқан анилар аз әмәс. Улар «каккук анилар» дәп атилип кәткән. Мундақ һаләт қайси заманда болмисун орун алған, бирақ ахирқи жиллири ташланди гөдәкләрниң сани кәскин көпәймәктә. Статистикилиқ мәлуматларға нәзәр ағдурсақ, җумһурийитимиздә житим балилар билән ата-анисиниң ғәмхорлуғисиз қалғанлар 36 миңдин ошуқ балини тәшкил қилиду. Униң 22 миңи ғәмхорлуққа елинған, 14 миң бала билим бериш, саламәтликни сақлаш, әмгәк вә иҗтимаий һимайә қилиш өйлиридә тәрбийиләнмәктә. Уларниң 15 пайизиниң ата-аниси вапат болса, 80 пайиздин ошуғиниң ата-аниси тирик. «Каккук анилар» мәсилиси җумһурийәт дәриҗисидә көтирилип, уларға қаттиқ җаза қоллиниш керәклиги тоғрилиқ ейтилмақта. Мәхсәт бирла. Бүгүнки яшлар келәчәктә тоғра йолдин адашмай, һаятида хаталиқларға урунмисекән дегән нийәттә аччиқ болсиму, һәқиқәт ейтиливатиду. Өз новитидә бизму көпчилик болуп, бу муһим мәсилиниң йешимини тепип, буниңдин кейин житимларни жиғлатмисақ, дегән тиләкни ейтқумиз келиду. Мәлумки, һаят сәһнисидә яхшилиқ билән яманлиқ қатар жүриду. Яхшидин үгинип, ямандин жирақ жүрүп, яхшилиқ қилишқа, қийналғанға қол учимизни созушқа тәйяр болсақ, һаятта учришидиған қийинчилиқни қийналмай йеңидиғинимиз талашсиз. Шәмшидин АЮПОВ.

696 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы