• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қаңтар, 2015

Баш мукапатқа сазавәр болди

Алмутида математика, физика вә информатика пәнлири бойичә ХІ Хәлиқара Жаутықов олимпиадиси болуп өтти.О.Жаутықов намидики Җумһурийәтлик ихтисаслаштурулған физика-математика оттура мәктәп-интернатида өткүзүлгән олимпиадиға дунияниң 15 мәмликитидин — Қазақстан, Россия, Украина, Беларусь, Әзәрбәйҗан, Әрмәнстан, Грузия, Қирғизстан, Таҗикстан, Түркмәнстан, Өзбәкстан, Болғария, Румыния, Сербия вә Моңғулстан — кәлгән 58 команда (391 қатнашқучи) өзара күч синашти. Командилиқ һесапта Баш мукапатни М.Ломоносов намидики МДУ йенидики ихтисаслаштурулған оқуш-илмий мәркизиниң (Россия, Москва шәһири) командисини кейин қалдурған О.Жаутықов намидики Җумһурийәтлик ихтисаслаштурулған физика-математика оттура мәктәп-интернатиниң оқуғучилири йеңивалди. Шуни тәкитләш керәкки, москвалиқлар илгәрки олимпиадиларда йәттә қетим Баш мукапатқа сазавәр болған еди. Бу қетим улар қазақстанлиқ тәңтушлиридин кейинки орунни егилиди. Иккинчи орунни Ереван Дөләт университети физика-мәктивиниң (Әрмәнстан) вә София математика мәктивиниң (Болғария) командилири бөлүшти. Үчинчи орунни Челябинск шәһиридики №31-лицейниң (Россия), №199 «Комарови» мәктивиниң (Грузия) вә Беларусь дөләт университети лицейиниң командилири муйәссәр болди. Шәхсий биринчилик йәкүни бойичә 29 олимпиада қатнашқучисиға алтун медальлар тапшурулди. Уларниң төртини қазақстанлиқ мәктәп оқуғучилири йеңивалди. Атмиш қатнашқучи күмүч медальға (Қазақстан — 19 медаль), 87 оқуғучи бронза медалиға (Қазақстан — 50 медаль) еришти. Шөһрәт МӘСИМОВ.

709 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы