• Йеңилиқлар
  • 16 Наурыз, 2015

Ана аилиниңла әмәс, Вәтәнниңму иптихари

8-Март — Ханим-қизлар мәйрими һарписида Дөләт рәһбири Қазақстан ханим-қизлар җамаәтчилигиниң вәкиллири — көпбалилиқ анилар, муәллимләр, дохтурлар, алимлар, мәдәнийәт әрбаплири, сәнъәткарлар, тиҗарәтчиләр вә Парламент депутатлири билән учрашти. Дөләт рәһбири Қазақстан ханим-қизлирини мәйрәм билән тәбрикләп, бәхит-саадәт, саламәтлик вә паравәнлик тилиди. Нурсултан Назарбаев аялларниң паравәнлигини яхшилашниң дөләт сәяситиниң муһим йөнилишлириниң бири екәнлигини атап өтти. Мустәқиллик жиллирида биз көп нәрсини баштин кәчүрдуқ. Һазир мәмликәттә паравәнлик вә хатирҗәмлик һөкүм сүрмәктә. Һәм «Қазақстан-2050» Стратегияси, һәм «Нұрлы жол» программиси вә башқа дөләтлик программилар әйнә шуниңға нишан қилинған. Аяллар аилини сақлиғучи сүпитидә паравәнликни, биринчи новәттә, өз балилирида, өз дәстихинида, көрүп сезиватиду, шуниң арқилиқ дөләтниң ғәмхорлуғини сезиватиду, — деди Президент. Учришиш давамида Дөләт рәһбири бийил мәмликитимизниң мустәқиллигигә 23 жил толидиғанлиғини әслитип өтти. Бу вақит наһайити чапсан өтүп кәтти, чүнки биз һәммимиз иш билән бәнт болдуқ. Әнди болса, униң нәтиҗилирини көрүватимиз — биз пүткүл дуния тонуған вә һөрмәтлигән дөләтни қурдуқ, — дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири шундақла турақлиқ түпәйли мәмликәттә ихтисатниң җошқун тәрәққий етиватқанлиғини тилға алди. — БМТ мәлуматлири бойичә, һазир Йәр йүзидә 800 миллион адәм ачарчилиқтин зәрдап чекиватиду. Һәр жили 30 миллион чоң адәм вә 6 миллион бала тамақ йетишмәслигидин өлүватиду. 400 миллион адәм ичидиған суниң йоқлуғидин зәрдап чәкмәктә. Һәр жили сәйяримиздә 30 һәрбий тоқунуш йүз берип, уларда һәр саатта 40 адәм қаза болуватиду. Шуңлашқиму биз мәмликәтниң ички турақлиғини көзниң қаричуғидәк сақлишимиз керәк, — деди Нурсултан Назарбаев. Униң үстигә турақлиқ вә бирлик бизниң көпмилләтлик җәмийитимиз үчүн наһайити муһим. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, Қазақстан Җумһурийитиниң һәрбир граждини миллий, диний вә башқа тәәллуқлуғиға қаримай, биринчи новәттә, барлиқ һоқуқларға, әркинликләргә, мәҗбурийәтләр билән җавапкәрликләргә егә граждан болуши керәк. Адәм балиси қәйәрдә яхши болса, шу йәрдә яшайду. Мән барлиқ 17 миллион граждинимизға Қазақстанда яхши, раһәт-парағәтлик болушини, һечкимниң камситилмай, бирәр нәрсигә муһтаҗ болмаслиғини халаймән, — дәп тәкитлиди Президент. Дөләт рәһбири ханим-қизлар билән мунасивәт қилип, уларниң һәрбиригә шәхсий тиләклириниму билдүрди, шуниң билән бир вақитта барлиқ қазақстанлиқ 9 миллион ханим-қизниң мәмликәт тәрәққиятидики ролиниму тәкитләп өтүшни әстин чиқармиди. Мәсилән, һазир дөләт хизмити хадимлириниң бесим көпчилигини аяллар тәшкил қилиду. Саламәтлик сақлаш саһасида уларниң үлүши 75, маарипта 65 пайизға йетиду вә тиҗарәт рәһбәрлириниң 40 пайизи аяллардур. Президент аяллар активлиғиниң өсүватқанлиғини атап көрсәтти вә Ақордиға тәклип қилинған ханим-қизларға мураҗиәт қилип, барлиқ қазақстанлиқларни тәшвишләндүрүватқан алдики сайлам тоғрилиқ мәсилини көтәрди. Нурсултан Назарбаев мәмликәтниң гражданлиридин қоллап-қувәтләш вә электорал кампаниягә қатнишиш илтимаси әкис әткән көплигән хәтләрниң келиватқанлиғини ейтип өтти. Бүгүн мән силәр билән буниңдин кейин немә қилишим керәклиги тоғрилиқ мәслиһәтлишиш имканийитигә егә болуватимән, — дәп мураҗиәт қилди Дөләт рәһбири аяллар җамаәтчилигиниң вәкиллиригә. Тәкитләш керәкки, мошу мәсилә бойичә барлиқ ханим-қизларниң пикри йәкдил болди — нәқ Нурсултан Назарбаев Қазақстанға тәрәққиятниң йеңи басқучида керәк болған Лидер. Ейтмақчи, Президент билән болған учришишқа дөләт кативи, Президент йенидики Аяллар вә аиләвий-демографиялик сәясәт бойичә миллий комиссияниң рәиси Гүлшара Әбдиқалиқова, Парламент Мәҗлисиниң депутатлири Гүлжан Қарақусова билән Ирина Аронова, саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министри Тамара Дүйсенова вә башқилар болди. Дөләт рәһбири аялларға қоллап-қувәтләватқанлиғи вә чүшиниватқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, мәйрәм билән йәнә бир қетим тәбриклиди. Учришиш ахирида тәклип қилинған көпбалилиқ аниларға: Мереке Ақсиеваға «Алтын алқа» вә Ақнур Жумабаеваға «Күмыс алқа» бәлгүлирини тапшурди.

479 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы