• Йеңилиқлар
  • 19 Наурыз, 2015

Муһим мәсилиләр муһакимиси

Йеқинда наһийәлик мәслиһәт депутатлири вә дөләтлик мәһкимиләр рәһбәрлириниң қатнишиши билән өткән мәҗлистә бийилқи әтиязлиқ терилғу ишлириға тәйярлиқ һәм маарип саһасидики кадрлар мәсилисигә бағлиқ муһим мәсилиләр муһакимә қилинди.Биринчи мәсилә бойи-чә сөзгә чиққан наһийә һакиминиң орунбасари Қуралбек Бекмуханбетов деханчилиқ саһасида һазирниң өзидә қолға елинған ишларға тохтилип өтти. Униң ейтишичә, йезилиқ округларда 34 жирик егилик қурулуми билән 2756 дехан егилик-лигидә әтиязлиқ терилғу ишлириниң реҗилири тәйярланди. Бийил башақлиқ зираәтләр мәйдани 12830 гектарни егилисә, униң ичидә күзлүк буғдай 490 гектар, көмүқонақ – 10610, арпа – 1730, аптаппеләз – 985, көпжиллиқ чөп – 7407, көктат, яңию вә тавуз-қоғун 1478 гектар болуп бәлгүләнди. Шундақла «Апорт» дөләт программиси бойичә 55,2 гектар мәйданда алма вә тамчилитип суғириш усули билән 18,2 гектар абрикос бағлири бәрпа қилиниду. Наһийә һакиминиң орунбасари өз нутқида жилдики «баш ағриғи» – терилғулуқлар үчүн су мәсилиси һәққидиму тохтилип, наһийә йезилиридики егисиз вә шәхсий егиликләр қаримиғидики суғириш каналлирини коммуналлиқ егилик тәркивигә өткүзүш бойичә бирқатар ишларниң қолға елинғинини ейтти. Мошу йосунда каналлар билән өстәңләрни тазилаш ишлириму жүргүзүлүватиду. Мәҗлистә қаралған иккинчи мәсилә бойичә наһийә һакиминиң орунбасари Дәвлетжан Деменбаев сөзгә чиқип, наһийә мәктәплиридә бәзи пәнләр муәллимлириниң өз мутәхәссислигигә мувапиқ әмәслигиниң ениқланғинини тәкитлиди. Бу әһвал наһийәдики 33 мәктәпниң онида орун алған. Шундақла наһийәдики бәзи билим дәргаһлирида мудирларниң орунбасарлири яки пенсиядики муәллимләрниң дәрис саатлири билән толуқ яки артуқ тәминлинип, қалған устазлар иш күниниң штатлиқ бирликкә толмайдиғиниму ениқ-ланған. Андин бәзи муәллимләр икки мәктәптә бирдәк ишләйду. Бу хил әһваллар өз пәйтидә мутәхәссисләрниң тапчиллиғидин орун алса, натиқниң ейтишичә, әйни пәйттә бу пәқәт көпирәк мааш елиш үчүнла болуватиду. Натиқ шундақла мәктәпләрдә пенсиядики муәллимләрниң һели ишләватқиниға тохталди. Узун жиллар бала тәрбийисидә болған устазлар һөрмәткә мунасип, амма яшларниму иш билән тәминләш лазим. Ахирида наһийә һакими мәҗлисни йәкүнләп, қа-ралған мәсилиләр бойичә ениқланған камчилиқларни түзитиш, кәлгүсидә нуқсансиз иш уюштуруш лазимлиғини тәкитлиди вә мошу йосунда җавапкәр хадимларға бирқатар вәзипиләрни жүклиди.

Махмут

ИСРАПИЛОВ.

Уйғур наһийәси.

305 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы