• Елан
  • 03 Сәуір, 2015

Һөрмәтлик тамашибинлар!

Силәрни 2015-жилниң 7, 8, 9-май күнлири «Гүлшән» ширкитиниң қоллап-қувәтлиши билән Улуқ Ғалибийәтниң 70 жиллиғиға даир Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида өтидиған «ТӘБӘССҮМниң» мәйрәмлик йеңи программисиға тәклип қилимиз!Кәчкә: атақлиқ күлкә маһирлири – Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артистлири Руқийәм Саттарова, Реһангүл Мәхпирова, биртүркүм Уйғур театриниң драма артистлири, нахшичилар Пәрһат Давутов, Луиза Розахунова, Рустәм Ниязов, Насима Шаваева, Расул Зайитов, Расул Қурбанов вә башқиму хәлқимизгә йеқимлиқ нахша-сазлири, әвришим уссуллири арқилиқ тонулған қизиқчи сәньәткарлар, ансамбльлар вә топлар қатнишиду. «Тәбәссүмниң» бәдиий рәһбири – «Құрмет» ордениниң саһиби Муһитҗан Һезимов. Билетларни Уйғур театриниң кассисидин вә җай-җайлардики жигитбашлири, мәдәнийитимизниң активистлири арқилиқ сетивелишқа болиду. Кәч саат 18.00да башлиниду. Алақә бағлаш телефони: 72-82-76.

280 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы