• Йеңилиқлар
  • 18 Мамыр, 2012

Диний рәһбәрләр форуми: муназириләрдин қарарларни ишләп чиқишқа қарап

30-31-май күнлири Астанада Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң ІV қурултийи болуп өтиду. Бу вақиә аләмшумул һәмкарлиқни, конфессияләр ара конструктив диалогни, өз ара һәрикәтни вә төзүмлүкни күчәйтиш үчүн чоң әһмийәткә егә. Қазақстан үчүн мундақ қурултайларни өткүзүш муһим вә җавапкәрлик вәзипә. Бу қетимқи форумға 40 мәмликәттин 90дин ошуқ делегацияниң келидиғанлиғи күтүлүватиду. Уларниң арисида диний конфессияләр вә тәшкилатларниң рәһбәрлири, җәмийәт әрбаплири, аләмшумул хәлиқ ара тәшкилатларниң вә экспертлар бирләшмисиниң вәкиллири бар. Мәсилән, қурултайға Москва вә пүткүл Русь патриархи Кирилл, Дуниявий ислам лигисиниң баш кативи шейх Абдулла бин Абдель Мухсин ат-Турки, Сәүдия Әрәпстани Королиниң мәхсус вәкили Абдулла Әл аш-Шейх, әл-Азхарниң Алий имами Ахмад Муһәммәд ат-Тайиб, ЮНЕСКОниң баш кативи Ирина Бокова, Дуниявий лютеран федерациясиниң баш кативи Мартин Юнге вә башқилар тәклип қилинди.     Диний рәһбәрләр кеңишини қуруш ІV қурултайниң алаһидилиги болуп һесаплиниду. Униң тәркивигә дуниявий вә әнъәнивий динларниң 15 рәһбири кириду. Кеңәшниң биринчи мәҗлисини қурултайни башқуруш оргини сүпитидә форумниң умумий мәҗлиси һарписида өткүзүш көздә тутулмақта. Қурултай даирисидә бүгүнки күндә әң актуаллиққа егә болуватқан дин вә мультикультурализм; диний рәһбәрләрниң турақлиқ тәрәққиятни қолға кәлтүрүштики роли; дин вә аяллар: роһий қәдрийәтләр вә заманивий синақ-хәтәрләр; дин вә яшлар охшаш мәсилиләр әтрапида секцияләр бойичә муназириләр өткүзүлиду. Жуқурида аталған мавзуларни муһакимә қилишниң муһим екәнлигини вақитниң өзи көрситиватиду. Әйнә шуниңға алаһидә тохтилишқа тоғра келиду. Мәлумки, һазирқи вақитта мультикультурализм нәзәрийәси боһранни баштин кәчүрмәктә. Буни Европа тәҗрибиси очуқ көрсәтти. Дәсләп Германиядә, андин кейин Бүйүк Британиядә, Франциядә вә Норвегиядә мультикультурализмға асасланған сәясәт туюқ кочиға кирип қалди дегән гәпләр тарқилишқа башлиди. Түрлүк мәдәнийәтләр вәкиллири оттурисидики диалог дәриҗисиниң төвәнлиги Европа әллири дуч кәлгән асасий проблема болди. Тәкитләш керәкки, өз вақтида бир қатар мәмликәтләрдә дөләт органлири һәтта уларниң айрим моҗут болушини қоллап-қувәтлигән еди. Муһаҗирлар вә түплүк милләтләрниң мәдәний бирләшмилири оттурисидики алақиниң аҗизлиғи вә интеграция дәриҗисиниң йетәрлик болмиғанлиғи нәқ шуниңға сәвәп болған, дегән көз қараш моҗут. Күчийиватқан ихтисадий боһран, иҗтимаий тәңсизлик вә радикал исламчиларниң паалийитигә бағлиқ исламға өчмәнликниң өсүши шараитида көрүнгән Европа әллиридә мечитларни селишни мәнъий қилиш мәсилисиму йетәрлик һалда кәскин туруватиду. Қурултайниң «Дин вә мультикультурализм» секцияси мошу һадисиләрниң кәйнидә неминиң туруватқанлиғини, мультикультурализм боһрини немигә бағлиқ вә мультикультурализмниң альтернативиси барму? дегәнгә охшаш мәсилиләрни айдиңлаштуруш үчүн қурулди. Иккинчи секция мәҗлисиниң мавзуси — «Диний рәһбәрләрниң турақлиқ тәрәққиятни қолға кәлтүрүштики роли» — диний рәһбәрләрниң турақлиқ тәрәққиятни қолға кәлтүрүштики вә милләтләр ара һәм конфессияләр ара течлиқни сақлаштики ролиниң өсүватқанлиғи билән шәртләнгән. Диний рәһбәрләр диндарлар җамаәси арисида сезиләрлик тәсиргә егә. Улар намазханларға вакаләтән ениқ тәшәббусларни оттуриға қоюп, конфессияләр ара диалогниң заманивий шәкиллирини риваҗландуруватиду. Алаһидә мәртивә уларға тоқунуш ихтидарини төвәнлитидиған течлиқпәрвәрләрдин болуш имканийитини бериду. Шуниң билән бир вақитта диний рәһбәрләр җәмийәт әрбаплири һесаплинип, улар болуп, хәлиқ ара мунасивәтләрниң вә заманивий дуния сәяситиниң субъектлириға айланмақта. Әйнә шуниңға бағлиқ диний әрбапларға уларниң кәспийлиги, мәлумати, роһий вә әхлақий сүпәтлири, гражданлиқ мәвқәси, умуминсаний қәдрийәтләр билән өз конфессиясиниң қәдрийәтлирини бирләштүрүш маһарити нуқтәий нәзәридин жуқури тәләпләрму қоюлмақта. Форум қатнашқучилири мошу барлиқ мәсилиләрни тәпсилий муһакимә қилиду. Қурултайниң үчинчи секциясиниң мавзуси — «Дин вә аяллар: роһий қәдрийәтләр вә заманивий синақ-хәтәрләр». Һазир ханим-қизлар барлиқ саһаларда паалийәт елип бериватиду. Шуңлашқиму дин вә аялларниң өз ара мунасивәт проблемиси, шундақла аялниң өсүватқан ховуплар вә заманивий синақ-хәтәрләр шараитида аилини, роһий қәдрийәтләрни сақлап қелиштики роли алаһидә актуаллиққа егә болмақта. Диний әрбаплар мошу йөнилиштә елип бериватқан иш диний қәдрийәтләрни, шу җүмлидин аялларға беғишланған қәдрийәтләрни тоғра чүшинишни һәм етирап қилишни тәминләшкә нишан қилиниши керәк. Форум қатнашқучилири әхлақий вә роһий қәдрийәтләрни һәр бир адәмгә қандақ йәткүзүш, бу қәдрийәтләргә егә болушқа қандақ ярдәм қилиш, уларни қандақ пайдилиниш вә инсан һоқуқи үчүн, болупму аяллар һоқуқи үчүн умумий күрәштә әмәлий нәтиҗиләргә қандақ йетиш керәк? дегәнгә охшаш соалларға җавап тепиши шәрт. Яшлар вә динниң өз ара һәрикити заманивий, сүръәтлик тәрәққий етиватқан дуния алдида кәскин туруватқан проблемиларниң бири. Бу мәсилиму қурултайниң төртинчи секцияси мәҗлисиниң муһакимә мавзусиға айлиниду. Яшларниң динға болған мунасивити көп җәһәттин униң дәсләпки қетим қандақ диний яки дин әтрапидики қандақ идеяләргә дуч кәлгәнлигигә бағлиқтур. Чүнки түрлүк экстремистик еқимларниң көп чағларда динни ниқап қилидиғанлиғи сир әмәс. Дин чоң мәдәний күч вә имканийәтләргә егә, әйнә шуларға таянған һалда яш әвлатни алий инсаний қәдрийәтләргә интилишқа илһамландурушқа болиду. Муназирә даирисидә қурултай қатнашқучилири динниң яшларни тәрбийиләштики ролини ениқлаш, униң өсүватқан әвлатқа тәсирини вә роһий-әхлақий тәрбийини заманниң җошқун тәрәққияти билән бирләштүрүш имканийитини қарап чиқиш вәзиписи туриду. Шундақ қилип, форум секциялириниң мәҗлислири заманимизниң муһим мәсилилиригә беғишлиниду. Буни мошу муһим диалог мәйданиниң жуқури мәртивисиму йәнә бир қетим көрситиватиду. Диний ишлар бойичә агентлиқ алдимиздики қурултайниң муһим әһмийәткә егә екәнлигини һесапқа алған һалда, уни өткүзүш үчүн чоң тәйярлиқ ишлирини жүргүзүватиду. Буниңда уюштурғучилар Диний рәһбәрләр кеңишиниң умумий мәҗлисини, хуласә тәвсийәләрни тәйярлашқа чоң диққәт бөлүватиду. Улар моҗут проблемиларни муһакимә қилиш биләнла чәкләнмәслиги керәк. Проблемиларни һәл қилиш йоллирини издәп тепиш наһайити әһмийәтликтур. У ахирқи һесапта турақлиқни мустәһкәмләшкә вә динлар ара диалогни тәрәққий әткүзүшкә ярдәм қилишқа қаритилған. Диний рәһбәрләр форуминиң динниң җәмийәт һаятиниң муһим саһалардики ролини муһакимә қилишқа нишан қилинғанлиғи мәзкүр диалог мәйданиниң ролиниң өсүватқанлиғиға гувалиқ қилиду. Бу болса, Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң қурултийини өткүзүш тоғрилиқ тәшәббусиниң наһайити муһим тәшәббус болуп, һәммиси үчүн һаятий муһим болған аләмшумул конфессияләр ара диалогни йолға селишқа имканийәт бәргәнлигини намайиш қиливатиду.

Қайрат ЛАМА ШӘРИП,

Қазақстан Җумһурийитиниң Диний ишлар бойичә агентлиғиниң рәиси.

   

626 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы