• Йеңилиқлар
  • 14 Мамыр, 2015

Иттипақ даириси кәңәймәктә

Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәтниң 70 жиллиғиға беғишланған һәрбий парадқа қатнишиш үчүн Россия Федерациясигә рәсмий сәпәр билән кәлгән Нурсултан Назарбаев Москвада МДҺға қатнашқучи дөләтләр рәһбәрлириниң нарәсмий саммитиға вә Алий Евразия ихтисадий кеңишиниң мәҗлисигә иштрак қилди.Алий Евразия ихтисадий кеңишиниң бу қетимқи мәҗлисигә Қазақстан, Беларусь, Россия, Әрмәнстан вә Қирғизстан Президентлири — Нурсултан Назарбаев, Александр Лукашенко, Владимир Путин, Серж Саргсян вә Алмазбек Атамбаев қатнашти. Музакириләргә шундақла Евразия ихтисадий комиссияси коллегиясиниң рәиси Виктор Христенко иштрак қилди. Нурсултан Назарбаев мәҗлис қатнашқучилириға мураҗиәт қилип, Евразия ихтисадий иттипақи тоғрилиқ шәртнамә имзаланған пәйттин тартип бир жилдин кейин өтүватқан учришишниң алаһидә характерға егә екәнлигини тәкитлиди. Мәнпийәтләрниң тәңлиги, прагматизм вә басқучлуқ принциплириға асасланған интеграциялик бирләшминиң дуниявий боһранниң еғир шаиритида дөләтлиримизни вә ихтисатлиримизни бирләштүрәләйдиғанлиғиға ишинимән. Евразия ихтисадий иттипақи толуқ мәзмунлуқ ишини башлиғандин тартип бизниң тәркип Әрмәнстан вә Қирғизстан билән толуқтурулди. Бирләшкән һәмкарлиқниң келәчәктә мәмликәтлиримиз алақилирини күчәйтип, Евразия иттипақиниң тәрәққий етишиға күчлүк түрткә болидиғанлиғиға ишинимән, — деди Қазақстан Президенти. Дөләт рәһбири хәлиқара бирләшминиң ихтисадий бирләшмигә болған қизиқишиниң өсүватқанлиғини, бирқатар дөләтләрниң сода-ихтисадий мунасивәтләрни орнитиш тәкливини бериватқанлиғини тәкитлиди. Қазақстан Президенти өз сөзидә шундақла қобул қилиниватқан қарарларниң әмәлгә ашурулушиниң һәм һөкүмәтләр, һәм Евразия ихтисадий кеңиши тәрәптин системилиқ вә изчил яндишишни тәләп қилидиғанлиғини тәкитлиди. У шундақла Евразия ихтисадий иттипақиниң дуниядики мурәккәп ихтисадий вәзийәткә қаримай, униңға қатнашқучи барлиқ дөләтләрниң тәрәққияти үчүн чоң ихтидарға егә екәнлигигә ишәнчә билдүрди. Мәҗлистә шундақла Россия, Беларусь, Әрмәнстан Президентлири Владимир Путин, Александр Лукашенко, Серж Саргсян сөзгә чиқти. Умумән, болуп өткән мәҗлистә күн тәртиви нәтиҗидарлиқ болди. Музакириләрниң аяқлишиши билән президентлар йеңи интеграциялик бирләшмә паалийитиниң түрлүк йөнилишлирини өз ичигә алидиған жигирмидин ошуқ һөҗҗәт имзалиди. Шундақла «Евразия ихтисадий иттипақини қурушқа қошқан һәссиси үчүн» медали билән мукапатлаш тоғрилиқ қарар қобул қилинди. МДҺға қатнашқучи дөләтләр рәһбәрлириниң нарәсмий саммитиға Қазақстан, Беларусь, Россия, Таҗикстан вә Өзбәкстан Президентлири — Нурсултан Назарбаев, Александр Лукашенко, Владимир Путин, Эмомали Рахмон вә Ислам Кәримов, шундақла Һәмдостлуқ Иҗраий комитетиниң рәиси — иҗраий кативи Сергей Лебедев қатнашти. Учришишниң 9-Май һарписида өтүватқанлиғи һесапқа елинип, униңға қатнашқучилар Ғалибийәтниң 70 жиллиғини мәйрәмләш мәсилисини муһакимә қилди, Кеңәш Иттипақиниң Европини вә пүткүл дунияни фашизмдин сақлап қелишқа һәл қилғучи һәссә қошқанлиғини тәкитлиди. Мәсилән, Қазақстан Президенти өз сөзидә бу қетимқи учришишниң уруш ветеранлири һәм арқа сәп әмгәкчилиригә болған һөрмәт болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди вә һазирқи вақитта айрим сәясәтчиләр билән дөләтләрниң тарихий фактларни бузуп көрситиш арқилиқ уруш йәкүнини ревизия қилишқа болған урунушлириниң байқиливатқанлиғини қошумчә қилди. Нурсултан Назарбаев шундақла хәлиқара терроризмниң һазирқи замандики җиддий ховуп болуватқанлиғиға диққәт ағдурди. Униң тәкитлишичә, мундақ шараитта көплигән дөләтләрниң ички сәясий турақлиғи вә течлиқ тәрәққияти ховуп астида қеливатиду вә мундақ апәткә пәқәт бирлишип күч чиқирипла қарши турушқа болиду. Ахирида у жиғилғанларни Ғалибийәт күни билән тәбриклиди. — Барлиқ қазақстанлиқлар охшаш мениң үчүнму Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәт хәлиқлиримиз әрлигиниң вә бирлигиниң рәмзи болуп қалиду. Шу жилларда көрситилгән қәһриманлиқ һәм җасарәт, өзини өзи қурван қилиш вә Вәтәнгә болған муһәббәт һәрбий-вәтәнпәрвәрлик тәрбийиниң асаси болуп һесаплиниду. Учришиш давамида Нурсултан Назарбаев 2015-жили МДҺға рәислик қиливатқан мәмликәтниң рәиси сүпитидә Мустәқил Дөләтләр Һәмдостлуғиниң алдики рәсмий саммитини өткүзүш күни тоғрилиқ мәсилини көтәрди. Уни октябрьдә Астанада өткүзүш көздә тутулди. Өз новитидә Владимир Путин Президентлар намидин Нурсултан Назарбаевни болуп өткән Президент сайлимида ғалип чиқиши мунасивити билән тәбриклиди вә учришиш саһипхани сүпитидә муһим музакириләргә қатнишиш һәм Улуқ Ғалибийәтниң 70 жиллиғини нишанлаш мәхситидә Москваға жиғилғанларға миннәтдарлиқ билдүрди. Россия Президенти шундақла 2015-жили МДҺда Улуқ Вәтән урушиниң Ғалибийәт билән аяқлашқанлиғиға 70 жил толушиға беғишланған тәхминән 60 миқияслиқ лайиһини өз ичигә алған комплекслиқ чарә-тәдбирләр планиниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини әслитип өтти. Униңдин ташқири 2015-жил Һәмдостлуқ әллиридә Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлири жили дәп елан қилинди вә бу йөнилиштә барлиқ мәмликәтләр уларниң турмушини яхшилаш бойичә қошумчә чариләрни көрүватиду. Президентлар өз сөзлиридә Иккинчи дуния уруши тоғрилиқ тарихий һәқиқәтни сақлап қелиш, униң йәкүнлирини қайта қарашқа вә нацизм идеологиясиниң, ирқий вә диний төзүмсизлик идеялириниң тиклинишигә йол қоймаслиқ мәсилилиригә алаһидә диққәт ағдурди.

284 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы