• Әхбаратлар еқими
  • 14 Мамыр, 2015

Астанада Панфиловқа ядикарлиқ орнитилди

7-май күни Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани генерал-майор Иван Панфиловқа орнитилған ядикарлиқни тәнтәнилик ечиш мәрасимиға қатнашти.Монумент пайтәхттики Қошқарбаев вә Жумабаев кочилириниң қийилишидики «Жерұйық» истираһәт беғиға орнитилди. — Бу пәқәт Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Иван Панфиловқа орнитилған ядикарлиқ әмәс, бәлки фашизмға қарши күрәшкә қатнашқан барлиқ қазақстанлиқларға, җәң мәйданлирида мәңгү қалғанларға вә қайтип келип, мәмликитимиз тәрәққияти үчүн чоң әмгәк сиңәргәнләргә билдүрүлгән һөрмәт, — дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти. Нурсултан Назарбаев генерал-майор Панфилов қоманданлиғидики 316-дивизияниң Алмута вилайитидә қурулғанлиғини әслитип өтти. Мошу дивизиядин 28 панфиловчи Москва йенида урушниң әң хәтәрлик пәйтлириниң биригә қатнашти. Уларниң арисида Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Бауыржан Момышулыму болди. Улар фашистларниң танк топиниң һуҗумини тохтатти. Шуңлашқиму генерал Панфиловниң исми Улуқ Вәтән урушиниң тарихида қалди. Биз, қазақстанлиқлар, уларни есимиздә сақлаймиз, башқа қәһриманлар билән биллә хатириләймиз, — деди Дөләт рәһбири. Ядикарлиқ муәллипи һәйкәлтараш Ренат Әбенов. Егизлиги 2,5 метрлиқ монумент бронзидин ишләнди.

585 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы