• Йеңилиқлар
  • 14 Мамыр, 2015

Һәммигә ортақ Ғалибийәт

Нурсултан Назарбаев Москвада Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәтниң 70 жиллиғиға беғишланған һәрбий парадқа қатнашти. Дөләт рәһбири шундақла Намәлум солдатниң қәбригә гүл қоюш мәрасимиғиму иштрак қилди.Москвадики юбилейлиқ Ғалибийәт паради өз тарихидики әң чоң парадларниң бири болди: униңға 16 миңдин ошуқ һәрбий хизмәтчи, 194 пиядә әскәр һәрбий техникиси вә 143 самолет һәм вертолет қатнашти. Қизил мәйданда Россия һәрбийлиридин ташқири Әзәрбәйҗан, Әрмәнстан, Беларусь, Һиндстан, Қазақстан, Қирғизстан, Моңғулстан, Сербия, Таҗикстан, Хитай охшаш он дөләтниң парад расчетлири сәп түзәп өтти. Улуқ Ғалибийәткә салмақлиқ һәссә қошқан Қазақстанға Москвадики парадқа Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ күчлири пиядә әскәрләр Һәрбий институтиниң курсантлири вакаләтлик қилди. Қизил мәйдандики Ғалибийәт парадиға 2300дин ошуқ адәм тәклип қилинди. Москвадики тәнтәнилик чарә-тәдбирләргә оттузға йеқин чәтәллик дөләт вә һөкүмәт башлиқлири, хәлиқара тәшкилатларниң рәһбәрлири қатнашти. Әлвәттә, мошу урушта ғалип чиққан ветеранлар униң пәхрий меһманлиридин болди. Москвадики юбилейлиқ парадқа Қазақстандин алтә Улуқ Вәтән урушиниң ветерани — астаналиқ Ахат Бекмәди, алмутилиқ Дмитрий Малышев, Алмута вилайитиниң турғуни Федор Федотов, қарағандилиқ Камали Дүйсембеков, павлодарлиқ Михаил Смоленков вә Чимкәнт шәһириниң турғуни Қаратай Төлебеков қатнашти. Уруш жиллирида улар Москвани мудапиә қилишқа вә Курск доғисидики җәңләргә қатнашти. Берлинни алди. Беларусь, Украина, Польша, Румыния, Венгрия, Чехославакия охшаш әлләрни фашизмдин азат қилди. Уларниң җасарити мунасип баһалинип, Улуқ Вәтән уруши, Шөһрәт орденлири, нурғунлиған медальлар билән тәғдирләнди. Мана әнди ақсақаллар Улуқ Ғалибийәтниң 70 жиллиғиға беғишланған һәрбий парадқа қатнашти.

374 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы