- Һасан-һүсән
- 21 Мамыр, 2015
Яш рәссам
Чонҗа йезисидики 5-уйғур оттура мәктивидә қабилийәтлик оқуғучилар көпләп санилиду. Мәсилән, 11-«А» синип оқуғучиси Әлишер Йүсүпов һәққидә шундақ дейишкә болиду. Рәсим сизиш маһаритини хелила өзләштүргән у бүгүнки күндә наһийәлик байқашларниң мукапатлиқ орунлиридин чүшмәй келиватиду.Тәсвирий сәнъәт пәниниң муәллими Саидмахмут Сәйдуллаев өз шагирти билән һәқлиқ йосунда пәхирлиниду. Йеқинда у Чонҗа йезисида болуп өткән Һебибуллам Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалида ІІІ орунни егиләп, устазиниң үмүтини ақлиди. Биз кәлгүсидә компьютерлиқ графикини өзләштүрүшни көңлигә пүкүп жүргән яш рәссамға утуқ тиләймиз.
Махмут ИСРАПИЛОВ.
Уйғур наһийәси.
288 рет
көрсетілді0
пікір