• Вақиә һарписидики сөһбәт
  • 21 Мамыр, 2015

«Баһар наваси» баһар кәйпиятини һәдийә қилиду

31-май күни Алмутидики Җумһурийәт сайида «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмиси, «Raim Music Records» студияси «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң қоллап-қувәтлиши билән әнъәнивий «Баһар наваси» концерт программисини һавалә қилиду. Мошу вақиә һарписида «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмиси рәисиниң орунбасари Райим ҺӘМРАЕВни сөһбәткә җәлип қилған едуқ.— Райим, бийил концертни баһарниң ахирқи күнидә өткүзүшни мәхсәт қиливетипсиләрдә... — Концертниң нами «Баһар наваси» екәнлигини унтумаслиғимиз керәк. Әнди «Кечикип қалмидиңларму?»  дегән соал туғулуши мүмкин. Биринчидин, әсли баһар  — мәйрәмләр пәсли. Шуңлашқа март, апрель, май айлирида биздә концерт көп болди, башқиму мәйрәмлик чарә-тәдбирләр өткүзүлди. Шу сәвәптин тамашибинниң «вақти» болмиди. Иккинчидин, әнди язлиқ дәм елишлар мәвсүми башлиниду. Биз сәнъәтхумар тамашибинлиримизға дәм елиш алдида хуш кәйпият һәдийә қилишни тоғра көрдуқ. — Бу концертни «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмисиниң бир жиллиқ һесавити дәп ейтишқа боламду? — Биз «Пәрвазни» тәшкил қилғанда, алдимизға ениқ вәзипә-мәхсәтләрни қойған едуқ. Әң муһими, һәқиқәтән қабилийәтлик балиларниң иҗадий өсүшигә ярдәм беришқа тириштуқ. «Пәрваз» бирләшмиси әзалириниң сани жилдин-жилға өсүватиду. Жил давамида хәйрихаһлиқ ишларға паал қатнаштуқ. Өткәндә еғир ағриққа муптила болған Ибрагим Турсуновни чәт әлдә давалашқа мәбләғ топлаш мәхситидә йәрмәңкиләрни, концертларни уюштурдуқ. Нәтиҗидә бир миллион тәңгә әтрапида мәбләғ жиғилди. Шундақла өз паалийитимизни Фейсбук, Мой Мир, Вконтакте, Инстаграм охшаш иҗтимаий торларда турақлиқ йорутуп келиватимиз. Шуңлашқа мураҗиәт қиливатқанларму көп. Қолумиздин кәлгиничә ярдәм бериватимиз. Йәнә шу иҗтимаий торлар арқилиқ яш иҗрачиларниң язған нахшилирини, чүшәргән видеоклиплирини көпчиликкә тонуштуруватимиз. Һәммиңларға мәлум, бу күнләрдә Үрүмчи шәһиридә «Ипәк йоли садаси» конкурси өтүватиду. Униңға Алмутидин талантлиқ қизимиз Муштәри Исламова қатнишиватиду. «Пәрваз» Муштәригә һәм маддий, һәм мәнивий җәһәттин ярдәм қилди. Муштәри һазир Үрүмчидә, конкурсниң үчинчи туриға өтти. Әнди  концертни Җумһурийәт сарийида өткүзүшимизму тәсадипи әмәс. Чүнки Җумһурийәт сарийи елимиздики әң чоң һәм муқәддәс сәһнә. Һәқиқий сәнъәткар мошу сәһнидә өз һүнирини көрситишни арман қилиду.. Униңдин ташқири, концерт телевидениегә чүширилиду. Есиңларда болса, булту өткән «Баһар наваси» концерти елимиздики бирнәччә телеканалларда жигирмә қетим көрситилди. Концерт эфирға чиққандин кейин иҗтимаий торлардики адреслиримизға Қазақстанниң барлиқ җайлиридин наһайити иллиқ тиләкләр кәлди. Демәк, биз дурус йолда меңиветиптимиз. Бу һәммимизни роһландуруп, илһамландурди. — Бу концертниң илгәркилиридин алаһидилиги барму? — Бийил «Баһар наваси» концертиға қатнишидиған артистларни шәртлик рәвиштә «үч қатламға» бөлүшкә болиду. Биринчиси, бу исми һазирчә көпчиликкә анчила тонуш әмәс яшлиримиз. Улар — чоң сәһнидә йеңидин көрүнүватқан «Тумар», «Дилдар» топлири, Пәрһат Мәсим, Сәйярә Сетәкова, Наиль Һезбақиев вә башқилар. Иккинчиси — қазақстанлиқ уйғурлар арисида аммибап «Дияр», «Нур» топлири, «Яйра» дуэти, Санийәм Исмайил, Абдурешит Һошуров охшаш иҗрачилар. Әнди үчинчиси болса, Қазақстан эстрада юлтузлири  — «Дәрвишләр» вә «Яшлиқ» топлири, Дилназ Әхмәдиева, Раш Тохтахунов, Таһир Ибрагимовлардур. Улар һечқачан сәһнигә биллә чиқмиған. Бу биринчи қетим болуватиду. Концертқа меһман сүпитидә эстрада юлтузлири Мақпал Исабекова, Санда, Кәмшат Жолдыбаева вә «Ringo» топи қатнишиду. Ахирқиси тамашибинлар үчүн «күтүлмигән соға» тәйярлаватиду. Меһманлар арисида бирнәччә уссул ансамбли, «Лагман.com»  КВН командиси вә «Яшлиқ» яшлар юмор театри бар. Шундақла «Пәрвазниң» гимни һесаплинидиған «Достлуқ наваси» нахшисиға (сөзи М.Тохтахуновниң, музыкиси В.Баһаровниң) видеоклип чүшәрдуқ. Концерт алдида шу видеоклипму көрситилиду. Билетлар Уйғур театриниң кассилирида сетивеливатиду. Шундақла җай-җайлардики җәмийәтлик асаста таратқучилардинму елишқа болиду. — Сөһбитиңизгә рәхмәт. Йолдаш МОЛОТОВ.

807 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы