• Маарип
  • 28 Мамыр, 2015

Билим – һаят мәнбәси

Мәктәп һаяти/ Йеқинда Мөмүн Һәмраев намидики Чарин уйғур оттура мәктивидә жуттики мәшрәп әһлиниң тәшәббуси вә «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фондиниң һисдашлиғи билән «Билим – һаят мәнбәси» намлиқ билим вә шеирийәт көрүги өткүзүлди.Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 20 жиллиғиға беғишланған мәзкүр тәдбиргә мәзкүр фонд вәкиллири – Алмута технологиялик университетиниң профессори Санийәм Мәсимова, Алмута қурулуш мәһкимиси лайиһиләш бөлүминиң рәһбири Гүлбанум Арупова вә Алмутидики  83-оттура мәктәпниң математика пәни бойичә программисти Минәвәр Аюпова иштрак қилди. Мәзкүр мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Меһрим Газиева уйғур синиплирида оқуғучиларниң санини көпәйтиш вә Биртуташ миллий тест синиғиға учумкарларниң қизиқишини ашурушни мәхсәт қилған ушбу тәдбирниң шәртлирини чүшәндүрүп өткәндин кейин 9 – 11-синиплардин 18 оқуғучи бәш пән бойичә тестқа қатнашти, 6 – 11-синиплардин 8 оқуғучи шеирийәт бойичә синаққа чүшти. Паалийәтчан устаз Һасан Шамеков рәһбәрлигидики мәктәп сәнъәт һәвәскарлири тәйярлиған концертқа улашқан көрүк давамида «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фондиниң әзаси Санийәм Һаким қизи һәм жут намидин Меҗит Сейитов сөзгә чиқип, бу тәдбирни пәқәт чоң ишниң башланмиси екәнлигини қәйт қилди вә кәлгүсидә техиму изчиллиқ билән иш елип бериш лазимлиғини тәкитләшти. Тәдбир ахирида мәктәп мудири Пәрзәнәм Летипова көрүк ғалиплирини утуқлири билән тәбрикләп, конкурсни уюштурғучилар билән уларниң қоллап-қувәтлигүчиләргә миннәтдарлиқ изһар қилди. Махмут ИСРАПИЛОВ. Уйғур наһийәси.

403 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы