• Иҗтимаий мәсилә
  • 28 Мамыр, 2015

Су бар йәрдә – һаят бар

Кейинки жиллири Уйғур наһийәсидики йезилар аһалисини ичидиған су билән тәминләш мәсилиси изчиллиқ билән һәл қилинмақта. Бийил «Ақбулақ» дөләтлик программа даирисидә һәтта кичик йезилардиму су тармақлири тартиливатиду.Көп жиллардин бери аһалиси ичидиған суға зар болған Долата йезисида әтиязниң келиши биләнла қолға елинған бу ишқа дөләт ғәзнисидин 221 миллион тәңгә мәбләғ аҗритилип, «Гуннстройсервис» ширкитиниң мутәхәссислири август ейиғичә су киргүзүш ишлирини толуғи билән аяқлаштурушни мәхсәт қилмақта. Довун йезисидиму аһалини су билән тәминләш ишлири әтиязда башланди. Мошу йосунда дөләт ғәзнисидин бөлүнгән 140 миллион тәңгә хираҗәтни мәхсәтлик пайдилиниватқан «Көлсайстрой» ширкитиниң мутәхәссислири мәлигә су киргүзүш ишлирини күз кәлгичә аяқлаштурмақчи. Мәлумки, су тармақлирини тартиш ишлириға, келишим бойичә, йәрлик турғунлар җәлип қилиниши шәрт. Шуңа жуқурида аталған йезилар турғунлири вақитлиқ болсиму иш билән тәминләнмәктә. Махмут ИСРАПИЛОВ. Уйғур наһийәси.

390 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы