• 31-май — Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни
  • 04 Маусым, 2015

Һәсрәткә толған жиллар унтулмайду

31-май күни, җай-җайлардикигә охшаш Уйғур наһийәсидиму сәясий тәқипләш қурванлири хатирисигә беғишланған чарә-тәдбирләр өткүзүлди. Мәрасим қазақ хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Ахмет Байтурсыновниң һаяти баян қилинған «Тутқун» намлиқ сәһнилик көрүнүш билән башлинип, мәзкүр қоюлум гунасиз талай зиялилар билән аддий әмгәк адәмлириниң тәғдирини күмпәйкүм қилған зулмәт жилларниң тарихидин учур бәрди.Гунасиз җазаланғанлар хатирисигә бир минут сүкүт сақланди. Андин сөзгә чиққан наһийә һакиминиң орунбасари Дәвлетжан Деменбаев сәясий тәқипләш жиллири елимиздә асассиз әйиплинип қәтил қилинғанлар, узақ муддәткә сотланғанлар вә уларниң бала-чақилири, умумән, хәлиқ бешиға чүшкән азап-оқубәтләр һәққидә тәпсилий ейтип өтти. Сөз новитини алған натиқлар — Кәрибай Қожағулов, Роза Маева вә Дмитрий Щербаков сәясий тәқипкә учриған ата-бовилири һәққидә әслимилири билән ортақлашти. Мәсилән, Роза аниниң атиси Абдуреһим қолға елинған екән. Ойдурма әйипләр билән «хәлиқ дүшмини» атилип, хәвәрсиз кәткән атисиниң пәқәт 1954-жили ақланғинидин учур келиду. Лекин арилиқта өткән жиллар мабайнида «хәлиқ дүшмининиң» балиси дегән чепиқ билән яшиған пүтүнсүрүк бир әвлатниң тартқан азавини әсләп, өксигән аниниң көз йеши барчини тәврәндүрди. Ахирида мәрасим иштракчилири сәясий тәқипләш қурванлири хатирисигә орнитилған ядикарлиққа гүлдәстиләр қоюп, уларниң роһи алдида баш әгди.

    Махмут ИСРАПИЛОВ.

    Уйғур наһийәси.

430 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы