• Спорт
  • 18 Маусым, 2015

Новәттики кичик чемпион

Алмута шәһириниң әтрапидики Қарасу мәһәллисидики 160-оттура мәктәпниң оқуғучиси Хәмит Абләһәт «Гебек» спорт клубида мәшиқлиниватқиниға анчә көп болмиди. Амма кичигидин шәриқниң йәкму-йәк күрәшлиригә иштияқ бағлиған у һазирниң өзидә бирқатар спорт мусабиқилирида ғалиб аталди.Кәспий мәшиқләндүргүчи Алмат Сеидапасовниң қолида шуғуллиниватқан Хәмит йеқинда өсмүрләр арисида өткән Қазақстан чемпионатида 40 килограмм салмақ дәриҗиси бойичә І орунни йеңивалди. У бу мусабиқида жуқури маһарәт егиси екәнлигини толуқ испатлап, устазиниң җапалиқ әҗрини ақлиди. Шагиртиниң утуғидин пәхирләнгән устазниң ейтишичә, яш спортчи өзиниң тиришчанлиғи һәм ата-анисиниң һәртәрәплимә яр-йөләк болуши түпәйли, һазирчә сүрүнмәй келиветипту. Шундақла у таэквандониң қир-сирлирини үгиништә дайим издинип, тәңтушлиридин алаһидә пәриқлинидекән.

Мәшүр САСИҚОВ.

277 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы