• Әхбаратлар еқими
  • 02 Шілде, 2015

Шахмат турнириға тәклип қилимиз

«Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң тәркивидики «Әң аммибап иҗтимаий-сәясий нәшир — «Ақиқат» журналиниң мукапити үчүн журналистлар арисида шахмат турнирини өткүзүш әнъәнигә айландурди. Қолиға қәләм тутқан сөз зәргарлири арисидики бийилқи турнир яш шахматчи Жансая Әбдимәликниң академиясидә 24-июль күни өтиду. Қазақстан әхбарат мәйданида өзигә хас орни бар «Қазақ газеттері» ҖЧЙ тәркивидики алтә нәширниң журналистлири мәзкүр бәйгиниң турақлиқ иштракчилири. Шуңлашқа бүгүндин етиварән, тәшкилий топ әзалири ушбу турнирға қатнишиш тилигини билдүргәнләрниң тизимини елишқа башлиди.  Барлиқ кәсипдашлиримизни мәзкүр чарә-тәдбиргә бир кишидәк қатнишишқа тәклип қилимиз. Турнир бойичә пикир-тәклипләрни төвәндики электрон почтисиға kaz_gazeta@maіl.ru яки 394-37-42, 394-42-90 вә 8-701-620-21-14 телефонлири арқилиқ йоллишиңларға болиду.

«Қазақ газеттері» ҖЧЙ.

571 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы