• Статистика
  • 02 Шілде, 2015

Ким қәйәрдин кәлди?

Қазақстан Җумһурийитиниң Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министрлигиниң мәлуматлириға қариғанда, мошу жилниң биринчи чаригидә Қазақстанға түплүк милләтниң миңдин ошуқ вәкили қайтип кәлди. Улар Қостанай, Җамбул вә Җәнубий Қазақстан вилайәтлиригә орунлашти.Әгәр оралманларниң қут-бәрикәтлик җәнупқа орунлишиши чүшинишлик болса, шималий тиң өлкисини таллавалғанлиғи күтүлмигән әһвал болди. Һәр еһтималға қариғанда, буниңда дөләт тәрипидин яритиливатқан имтияз-әвзәлликләр асасий роль ойниған болса керәк. Министрликниң мәлуматлири бойичә, умумән, мустәқиллик жиллирида бир миллионға йеқин қазақ миллитиниң вәкиллири тарихий вәтинигә қайтип кәлди. Улар мәмликәтниң умумий аһалисиниң 5,5 пайизини тәшкил қилиду. Бу йәрдә гезитханларни оралманларниң қәйәрләрдин кәлгәнлиги қизиқтурса керәк. Уларниң көпчилиги, йәни 61,5 пайизи Өзбәкстандин, 14,3 пайизи Хитайдин, 9,3 пайизи Моңғулстандин, 6,8 пайизи Түркмәнстандин, 4,6 пайизи Россиядин вә 3,5 пайизи башқа мәмликәтләрдин ана жутиға қайтип кәлгәнләрдур.

Шөһрәт МӘСИМОВ.

443 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы