• Ақ йол тиләймиз
  • 02 Шілде, 2015

Алим болсаң, аләм сениңки

Йеқинда Астана шәһиридә елимиздики колледж студентлири арисида «Хитай көрүги» намлиқ хәнзу тилидин өткүзүлгән җумһурийәтлик конкурста Қазақ-хитай колледжиниң 1-курс студенти Меһрибан Қутлуқова иштирак қилип, иккинчи орунни егилиди.Меһрибан Алмута шәһиридики 106-оттура мәктәпни тамамлиған. Музыкиға бәк қизиқиду. Скрипкида атақлиқ композиторларниң әсәрлирини жуқури дәриҗидә орунлайду. Билим елишқа хуштарлиғи орғуп турған бу қизниң бовиси хәлқимизгә яхши тонуш, атақлиқ шаир Абдуғопур Қутлуқов. Меһрибанниң арзу-армини кәлгүсидә чәт әл тиллирини мукәммәл өзләштүрүп, тәрҗиман болуш. Бизму униңға арманлириниң рояпқа чиқишиға тиләкдашмиз.

Азнат ТАЛИПОВ.

361 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы