• Әхбаратлар еқими
  • 02 Шілде, 2015

Электронлуқ картиға көчимиз

Җәмийәтлик транспортларда қатнаш кейинки вақитларда хелила қийинчилиқларни туғдуруватқанлиғи һечкимгә сир әмәс. Мәлумки, уларниң асасий вәзиписи «йолувчиларни тошуш» әмәс, бәлки «план орунлашқа» өзгәргән. Әйнә шу пулни топлаш мәхситидә автобуслар өзара «бәйгигә» чүшүп, йолувчилар һаятиға ховуп туғдуруватиду. Шуңлашқа айрим йолувчиларму йол һәққи төләштин қечип, валидаторға түгмә, төмүр, кона тийинға охшаш ушшақ-чүшәк нәрсиләрни ташлашни адәткә айландурди. Мана мошундақ «җинайәтләргә» чәк қоюш мәхситидә мошу жилниң октябрь ейидин башлап, Алмута шәһиридә җәмийәтлик транспортларда һәқ төләш системисиға бирқатар өзгиришләр киргүзүлмәкчи. «Алмута Транспорт Холдинги» мудириниң орунбасари Владимир Смирновниң ейтишичә, биртуташ транспорт картиси муамилигә киргүзүлүп, йолувчилар нәқ ахча билән әмәс, карта арқилиқ йол һәққи төләйдиған болиду. Электронлуқ терминаллар мәйли муниципаллиқ яки шәхсий йолувчилар тошуш транспорти болсун, һәммисигә орнитилиду. Йол һәққи төләш картилири умумий, оқуғучилар вә студентлар үчүн алаһидә чиқирилип, өзигә хас йеникчиликлири билән ишлитилиду. Тәкитләш керәкки, у карта барлиқ йолувчиларни тошиғучи транспорт васитилиригә, һәтта метроғиму ярайду һәм униңға пул селишни һәр тохталмидики киоскиларда вә терминалларда (KІWІ) әмәлгә ашурушқа болиду. Бу система арқилиқ шәһәрдики җәмийәтлик транспорт йолувчилириниң ениқ санини билишкә вә жуқурида көрситилгән тәртипсизликни бирқәдәр йоқитишқа болидекән.

Альбина ӘМӘТОВА.

613 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы