• Ақ йол тиләймиз
  • 10 Шілде, 2015

Студентлар диплом алди

Йеқинда «Туран» университетида мәзкүр билим дәргаһини тамамлиған студентларға диплом тапшуруш мәрасими болуп өтти. Көпжиллиқ җапа-мәшәқитиниң мевисини көрүшкә алдириған студентларни. бу күни хошаллиғида чәк болмиди. Рәсмий диплом тапшуруш тәнтәнисини университет ректори Рахман Алшанов тәбрик сөз билән ечип, түләкләрни сәмимий тәбриклиди. Андин бирқатар әлачи һәм билим елиш җәриянида һәртәрәплимә паалийәтчанлиқ көрсәткән студенларға Пәхрий ярлиқларни тапшурди. Шундақла у мәзкүр билим дәргаһиниң мустәқил Қазақстанниң иҗтимаий-ихтисадий риваҗлинишиға муһим һәссә қошуватқан кадрларни тәйярлаватқанлиғини алаһидә тилға алди. Биз бу күни «Туран» университетини тамамлаватқан студентларниң арисида өзиниң тиришчанлиғи түпәйли, «Әлачи» бәлгүси билән қизил дипломға муйәссәр болған Заһидәм Исмайилова билән тонушуп қалдуқ. Төрт жил мабайнида пәқәт әла баһаларға оқуған Заһидәм гуманитарлиқ-әдлийә факультетини тамамлиди. Ейтиш керәкки, Заһидәм билим елиш билән бирқатарда, Алмута шәһәрлик Пәвқуладдә әһваллар департаментида хизмәт қилди. Һазир униң унвани — кичик сержант. Келәчәктиму хизмитини мошу иш орнида давамлаштурмақчи. Фируза  НӘВИРДИНОВА. Алмута шәһири

371 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы