• Вақиә һарписидики сөһбәт
  • 28 Мамыр, 2012

Заур ҖӘЛИЛОВ: «Президентимизниң тәшәббусини дуния қоллимақта»

30-31-май күнлири елимиз пайтәхти Астана шәһиридә Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң ІV қурултийи өтиду. Һазир  аләмшумул әһмийәткә егә бу чарә-тәдбиргә қизғин тәйярлиқ кетип бариду. Әйнә шуниңға мунасивәтлик биз Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң йетәкчи илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори Заур ҖӘЛИЛОВни сөһбәткә җәлип қилдуқ. — Заур Ғопур оғли, кейинки вақитларда динлар вә конфессияләр ара мунасивәтләрниң дуниявий миқиястики мәсилигә айланғанлиғи һәммимизгә мәлум. Бу проблеминиң мунчилик аләмшумул әһмийәткә егә болушиниң сәвәвини немидә дәп ойлайсиз? — Һәқиқәтәнму ахирқи он жилда дунияда динлар вә конфессияләр ара мунасивәтләр мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүнүши, мошу җәриянда Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң чоң үч қурултийиниң өткүзүлүши тәсадипи әмәс. Буниң өзи мәзкүр проблеминиң моҗутлуғиниң вә уни аләмшумул дәриҗидә һәл қилиш пәйтиниң пишип йетилгәнлигиниң ипадисидур. Мәсилән, 2003-жили 23-24-сентябрь күнлири елимиз пайтәхти Астана шәһиридә болуп өткән Дуниявий вә әнъәнивий динларниң І қурултийиниң күн тәртивидә 2011-жилқи 11-сентябрь вақиәсигә һәм «цивилизацияләр тоқунуши» аталмиш ғайигә қарши туруш зөрүрийитигә мунасивәтлик мәсилиләр  қаралди. Нәтиҗидә қурултай қатнашқучилири бир еғиздин «Конфессияләр ара диалог — дуния әллири арисидики течлиқ билән разимәнликни қоллап-қувәтләшниң әң муһим амили» дегән қарарға кәлди вә униң асасида резолюция қобул қилди. Буниңдин ташқири қурултайға қатнашқан һәр хил конфессия рәһбәрлири тәрипидин бу тәшәббусниң хәлиқ ара мәйдандики әһмийитини көтиришниң һәм уни әмәлгә ашуруш йолида бирлишип һәрикәт қилишниң лазимлиғи һәққидиму әтраплиқ ейтилди. Дуния вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң бу дәсләпки баш қошушида, шундақла қурултайниң иш топи — кативатини қуруш қарари қобул қилинип, униң тәшкилий паалийитиниң лайиһисини ишләп чиқиш вәзиписи Қазақстан Җумһурийитигә жүкләнди. — Дуниявий әһмийәткә егә бу муһим чарә-тәдбирниң нәқ бизниң елимизда өткүзүлүшиму тәсадипи болмиса керәк? — Буниң сәвәплири нурғун. Биринчидин, дуния вә әнъәнивий динлар вәкиллирниң бешини қошуп, өз ара диалог уюштуруш — Президентимиз Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси болған. Иккинчидин, тилила әмәс, диниму һәр хил милләтләр билән еләтләр маканлиған Қазақстан хәлиқләр достлуғини, сәясий турақлиқни вә разимәнликни мустәһкәмләш җәһәттин аләмдә хелә чоң аброй-инавәткә егә. Шуңлашқиму 2006-жили, йәни Дуниявий вә әнъәнивий динлар вәкиллириниң ІІ қурултийи һарписида елимиз пайтәхти Астана шәһиридә Течлиқ вә келишим сарийиниң бәрпа болушиму тәсадипи әмәс. Бу қутлуқ дәргаһ һәққидә Нурсултан Әбиш оғлиниң: «Сарайниң төрт қири аләмниң төрт тәрипигә қаритилған. Бу иншаәт мустәқил Қазақстанниң миллити вә етиқатидин қәтъий нәзәр, һәр қандақ хәлиққә кәң қучақ йейип, бағриға басидиғанлиғиниң бәлгүсидур. Чүнки узун жиллардин бу ян көп милләтлик елимизда 130дин ошуқ милләт билән 40 конфессия вәкиллири иҗил-инақ яшимақта» дегән пикри сөзимизгә испат болалиса керәк. Умумән, Қазақстанни һәқиқий мәнасида течлиқ вә разимәнлик макани дәп аташқа толуқ асас бар. Мустәқилликниң дәсләпки жиллиридила Қазақстан ядро қуралидин ваз кечип, дуния әһли алдида өзиниң течлиқпәрвәр әл екәнлигини испатлиди. Хошна дөләтләр билән иллиқ хошнидарчилиқ мунасивәт орнитип, өз хәлқиниң бехәтәрлигини мустәһкәмлиди. Мана мошу хилдики аләмшумул утуқлири түпәйли башқа мәмликәтләрниң ишәнчисигә еришип, дуниядики аброй-инавити көтирилди. Буниң һәммиси, сөз йоқ, дана Рәһбиримиз — Милләт лидери Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң жирақни көзләйдиған сәясити һәм шиҗаәтлик әмгигиниң нәтиҗисидә қолға кәлгәнлиги көпчиликкә мәлум. — Конфессияләр ара аләмшумул диалогниң Қазақстанда болуватқанлиғи, елимизниң дуния даирисидики аброй-инавитиниң жуқури екәнлигини йәнә бир қетим тәстиқлисә керәк? — Әлвәттә. Президентимиз тәрипидин көтирилгән бу тәшәббус бир қатар мәмликәтләрдики конфессияләр лидерлири тәрипидин дәрһал қоллап-қувәтләшкә егә болди. Униңға қатнишиш истигини билдүргүчиләр сани жилдин-жилға көпийишкә башлиди. Мәсилән, І қурултайға 17 делегация қатнашқан болса, уларниң сани ІІ қурултайда —29ға, ІІІ қурултайда болса, 77гә йәтти. Уларға ислам, христиан, будизм, иудизм, деосизм вә синтоизм вәкиллири, шундақла көплигән хәлиқ ара диний тәшкилатлар, җүмлидин Динларниң дуниявий конференцияси һәм чирколарниң дуниявий кеңиши тәклип қилинди. Булардин ташқири бу аләмшумул баш қошушқа шу пәйтләрдики ЮНЕСКОниң Баш мудири Коичиро Мацуура, БМТ Баш кативиниң орунбасари Сергей Орджоникидзе, Малайзияниң сабиқ премьер-министри Мохаммад Махатхир вә бир қатар әлләрниң қанун чиқириш органлиридин һәм һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлиридин вәкилләр пәхрий меһман сүпитидә қатнашти. Мошу мисалларниң өзила Президентимиз тәшәббусиниң қанчилик аләмшумул әһмийәткә егә екәнлигидин дерәк бәрсә керәк. — Гәп болуватқан қурултайларда асасән қандақ мәсилиләргә алаһидә көңүл бөлүнди? — Уларда инсанийәт бехәтәрлигигә, у яки бу әлдики сәясий турақлиқ билән разимәнликкә мунасивәтлик көплигән муһим мәсилиләр муһакимә қилинди. Мәсилән, ІІ қурултайда бүгүнки күндә дунияда болуватқан тоқунушлар, җүмлидин Йеқин Шәриқ проблемиси қаралди. Ейтайлуқ, Ирақтики вә башқа әлләрдики уруш яки тоқунушлар конфессияләр ара мунасивәтләр мәсилисигә башқичә яндишиш керәклигини, униң үчүн диалог лазимлиғини көрсәтти. Бу проблема қурултайда «Дин, җәмийәт вә хәлиқ ара бехәтәрлик» мавзусиниң көтирилишигә елип кәлди. Қурултай давамида униң қатнашқучилири нийәттики (инсанниң мәпкүрисидики), сөздики (аммивий әхбарат васитилири арқилиқ тарқитилидиған хәвәрләр) вә һәрикәттики (әмәлиятта йүз беридиған уруш, басқунчилиқ), зорлуқ-зомбилиққа қарши принципларни алға сүрди. Зорлуқ-зомбилиқтин диний доктрина, аммивий әхбарат вә сәясий һәрикәтләр дәриҗисидә баш тартиш — заманивий дунияда сақлинип қелишниң асаси болуп һесаплиниду.        Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң ІІІ қурултийида болса, аләмдики вә айрим регионлардики турақсизлиққа сәвәп болуватқан дуниявий малийә боһрини, терроризм, ядролуқ қуралларни чәкләш вә һаказилар «Толерантлиқ, өз ара һөрмәт вә һәмкарлиқ асасидики течлиқни қолға кәлтүрүштики диний лидерларниң роли» мавзусида әтраплиқ муназириләр жүргүзүлди. Йәр-җаһанни һәләйкүмгә салған дуниявий малийә боһрини ақивитидә йүз бәргән иҗтимаий-ихтисадий һалакәтләр дуния җамаәтчилигини бу мәсилигә йеңичә, йәни роһий вә әхлақий, иҗтимаий пикирдашлиқ, диалог турғусидин яндишишқа мәҗбурлиди. Һәқиқәтәнму адәмләрниң бойида мәнавиятниң йетишмәслигиниң, һәтта ейтқан болар едимки, тамамән йоқап кетишиниң жуқурида қәйт қилинған вә башқиму паҗиәлик ақивәтләргә елип келидиғанлиғини дуния тәҗрибисидин көрүватимиз. Шуңлашқиму, мәзкүр қурултайда Нурсултан Әбиш оғли тәкитлигинидәк, сәвийәни өзгәртмигичә, әхлақ билән алий принципларға риайә қилмай туруп бүгүнки боһрандин чиқиш әсла мүмкин әмәс. Бәхиткә қарши, бүгүнки күндә адәмләр сәвийәсини «Һәммини пул һәл қилиду» дегән чүшәнчә егилимәктә. Бирақ бизгә бөкимизни алдимизға қоюп, нәгә кетип барғанлиғимиз, бизни алдимизда немиләрниң күтүватқанлиғи һәққидә ойлинидиған, җәмийәткә нисбәтән айрим хата пикирлиримиздин ваз кечидиған вақит йәтти. Қазақстанниң тәшәббуси билән Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлири ІІІ қурултийи әзалириниң мураҗиитиниң Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатида, униң Баш ассамблеяси билән Бехәтәрлик кеңишиниң рәсмий һөҗҗити сүпитидә пүткүл дунияға елан қилинишини елимиз дипломатиясиниң хәлиқ ара мәйдандики утуғи, қурултайниң динлар ара һәмкарлиқ бойичә ғайилирини илгири сүрүштики муваппәқийәтлик һәм дадил қәдими дәп һесаплашқа болиду. — Әнди санақлиқ күнләрдин кейин ечилидиған ІV қурултайда инсанийәт мәнпийитигә аит йәнә қандақ муһим мәсилиләр көтирилиду дәп ойлайсиз? — Бу қурултайға Қазақстан турақлиқ тәрәққий етиватқан, хәлиқ ара мәйданда абройлуқ, Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң тизгинини тутуп турған дөләт сүпитидә кәлди. Буниң өзи мәзкүр қурултайниң паалийитигә йеңи ғайиләрни, алаһидә җошқунлуқни һәдийә қилидиғанлиғи талашсиз. Йеқинда Астанадики Течлиқ вә Разимәнлик сарийида Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң ІV қурултийиға тәйярлиқ көрүш вә уни өткүзүш мәсилиси бойичә дөләт комиссиясиниң мәҗлиси болуп өтти. Униңда Дөләт рәһбириниң тәкливи вә ІІІ қурултайниң қарариға бенаән, Мәнивий лидерлар кеңишиниң қурулғанлиғи һәққидә елан қилинди. Мәзкүр баш қошушта шундақла мәҗлискә қатнашқучилар форумниң программисини муһакимә қилиш вә секцияләр мәҗлислирини өткүзүш, дуниявий әһмийәткә егә бу муһим чарә-тәдбир җәриянини әхбарат васитилиридә йорутуш мәсилири әтрапида пикирләшти. Мәлум болушичә, Дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң бу қетимқи қурултийиға 40 мәмликәттин 90дин ошуқ делегацияниң келиши күтүлмәктә. Уларниң арисида диний конфессияләр билән тәшкилатларниң рәһбәрлири, җәмийәт әрбаплири, аләмшумул хәлиқ ара тәшкилатларниң вә экспертлар бирләшмилириниң вәкиллири бар. Қурултай даирисидә бүгүнки күндә муһим әһмийәткә егә болуватқан дин вә мультикультурализм, диний рәһбәрләрниң турақлиқ тәрәққиятини қолға кәлтүрүштики роли, мәнивий қәдрийәтләр вә заманивий синақ-хәтәрләр, дин вә аяллар, дин вә яшлар қатарлиқ мәсилиләр әтрапида музакириләр жүргүзүлиду. Буниңдин ташқири өткәнки баш қошушларда өз әксини тапқан хәлиқ ара бехәтәрлик, ихтисадий вә мәдәний-гуманитарлиқ һәмкарлиқ мәсилилириму муһакимә қилиниду. Шундақла новәттики қурултайда бүгүнки күнниң муһим муәммалириға айланған Йеқин Шәриқ, Шималий Африка вә дунияниң бир қатар регионлиридики әһвалғиму алаһидә диққәт ағдурулиду дәп ойлаймән. — Сөһбитимизниң ахирида гезитханларға қандақ тиләк ейтқан болар едиңиз? — Һәр қандақ инсан пүткүл аләмгә мәшһур: «Яратқучи — бир, җаһан — бир, асман чәксиз. Демәк, биз, адәмләр, бир ата-аниниң балилиридәк, бир-биримиз билән иҗил-инақ, разимәнликтә яшишимиз керәк» дегән нәқилни әстә тутуши керәк дәп ойлаймән. Әйнә шу чағдила бизниң һаятимиз хатирҗәм, ишлиримиз утуқлуқ болиду. Гезитханларға ейтилидиған әң асасий тилигимму шу. Сөһбәтләшкән Ершат ӘСМӘТОВ.    

568 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы