• Әхбаратлар еқими
  • 10 Шілде, 2015

Очуқ асман астидики опера

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Джузеппе Вердиниң атақлиқ «Аида» оперисини тамашә қилди. Пайтәхт күнигә беғишланған опера Течлиқ вә Разимәнлик Сарийи алдидики мәйданда қоюлди. Оперини Россия хәлиқ артисти Юрий Александров сәһниләштүрди. Декорацияләр италиялик сценограф вә режиссер Франко Дзеффиреллиниң эскизлири бойичә тәйярланди. Мәхсус мошу лайиһә үчүн, йәни Радамес партиясини орунлаш үчүн Болғариядин атақлиқ теннор Камен Чанев тәклип қилинди. Аида ролини «Астана Опера» театриниң йетәкчи солисти Жупар Ғабдуллина иҗра қилди. Қалған партияләрдә театр солистлири — Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Дина Хамзина (Аммерис), Талғат Мусабаев (Амонасро), Әрмәнстан хәлиқ артисти Барсег Туманян (алий қаһин Рамфис) бәнт болди. Опериға Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Абзал Мухитдинов дирижерлиқ қилди. Спектакльға солистлар, хор, оркестр, балет артистлири вә миманслар болуп 300гә йеқин артист қатнашти. Қазақстан үчүн алаһидә вақиә болған мәзкүр лайиһини җумһурийәт Мәдәнийәт вә спорт министрлиги әмәлгә ашурди. Бу спектакль астаналиқлар вә уларниң меһманлири үчүн  алаһидә йеңилиқ болди.

676 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы