• Әхбаратлар еқими
  • 10 Шілде, 2015

Астана кубоги үчүн турнир

Өткән йәкшәнбә күни Нурсултан Назарбаев Астана Кубоги үчүн гольф бойичә очуқ турнирни зиярәт қилди. Мусабиқиға җумһурийитимизниң вә бирқатар чәт әлләрниң вәкиллири қатнашти. Дөләт рәһбири һәммини турнирниң башлиниши вә Пайтәхт күни билән тәбриклиди. Биз һәммимиз мошу көркәм шәһәрни салдуқ, бүгүн униң билән пәқәт қазақстанлиқларла әмәс, бәлки меһманлиримизму пәхирлиниватиду. Бу гольф-клуб, мундақ ейтқанда, далаға селинди. Һазир Қазақстанда спортниң мошу түри тәрәққий етиватиду. Вақит өтүши билән Астанада йеңи клублар пәйда болиду, — деди Нурсултан Назарбаев. Ахирида Қазақстан Президенти турнир қатнашқучилириға утуқ тилиди.

656 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы