• Йеңилиқлар
  • 10 Шілде, 2015

Елимиз вә пайтәхтимиз билән пәхирлинимиз

Өткән шәнбә күни Астанада Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң қатнишиши билән тәнтәнилик рәвиштә Қазақстан Дөләт байриғи көтирилди вә һәрбий алий оқуш орунлириниң қурсантлириға офицер погонлири тапшурулди.«Атамекен» этномемориал комплексиниң алдидики мәйданға миңлиған пайтәхт турғунлири вә меһманлири жиғилди. Дөләт күзити хизмити оркестриниң орунлишидики җәңгивар марш вә вәтәнпәрвәрлик композияцияләр бу күни техиму алаһидә мәйрәмлик кәйпият һасил қилди. Әнъәнә бойичә Дөләт байриғини көтириш мәрасими Пайтәхт күнини нишанлашни башлап бәрди. Президент жиғилғанларға мураҗиәт қилип, Дөләт байриғи һәрқетим көтирилгәндә вә Гимн яңриғанда барлиқ қазақстанлиқларниң алаһидә һаяҗанлинип, умумий утуқлиримиз билән пәхирлиниш һис-туйғулириға бөлинидиғанлиғини тәкитлиди. Бу болупму мәмликәт пайтәхтидә баш Дөләт байриғи көтирилгәндә алаһидә сезилиду. Бүгүнки таңда бу байрақ пүткүл дуния үчүн утуқлуқ дөләтниң вә миллий бирлигимизниң рәмзи. Қазақстан байриғида қуяш әкис әттүрүлүп, униң астида мәңгү көк асман охшаш бизниң җаниҗан Улуқ даламиз ятиду. Милләт Лидериниң сөзичә, байрақ хәлиқ бирлиги һәм җипсилиғиниң бәлгүсигә айланди вә пат-йеқинда у «ЭКСПО-2017» Дуниявий көргәзмисини безәндүриду. Мәрасимда Дөләт рәһбири — Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ күчлириниң Алий Баш қомандани Қазақстан Җумһурийити Мудапиә министрлигиниң Пиядә әскәрләр Һәрбий институтини, Ички ишлар министрлиги Миллий гвардиясиниң Һәрбий институтини вә Миллий бехәтәрлик комитетиниң Һәрбий институтини әла баһаға тамамлиған он икки учумкарға офицер погонлирини тапшурди. Дөләт рәһбири яш офицерларға ақ йол тиләп, уларниң йеңи пәхрий вә җавапкәрлик йолға қәдәм ташлаватқанлиғиниң, офицер унваниниң чоң җавапкәрликни жүкләйдиғанлиғини әслитип өтти. — Офицер қәрзини нуқсансиз орунлаш әрликни, жуқури әхлақий сүпәтләрни, интизам вә чидамлиқни тәләп қилиду. Яш җәңчиләрни, өзәңларниң кичик инилириңларни тәрбийиләш, уларға ғәмхорлуқ қилиш дайим диққәт нәзәриңларда болуши керәк. Буниң үчүн силәр жуқури инсаний сүпәтләргә егә болушиңлар шәрт, — деди Нурсултан Әбиш оғли. Дөләт рәһбири җумһурийәт Алий һәрбий оқуш орунлириниң учумкарлирини тәбриклиди. Президент барлиқ қазақстанлиқларни Пайтәхт күни билән тәбрикләп, һәрбир аилигә қут-бәрикәт тилиди.

376 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы