• Вақиә һарписидики сөһбәт
  • 27 Шілде, 2015

Булбулдәк сайра, «Яйра»!

«Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмиси қурулғандин бу ян униң әтрапиға жиғилған талант егилири йеңи иҗадий әмгәклири вә хәйрихаһлиқ  ишлири арқилиқ көпчиликкә тонулуп келиватиду. Улар илгири пәқәт той-төкүн вә башқиму мәрасимлардила өзлириниң талантини намайиш қилип кәлгән болса, әнди җумһурийитимиздики әң чоң сәһниләрдә вә  аммибап миллий телеканаллардин көрүнмәктә. Бу,  әлвәттә, улар үчүн чоң утуқ. Бүгүн бизниң көпчиликкә тонуштурмақчи болған әйнә шу «Пәрваз» иҗрачилар бирләшмисидә паалийәт елип бериватқан «Яйра» дуэтидур. Бу дуэтниң талантлиқ иҗрачилири Насима Шаваева билән Азамат Абдурахмановлар тунҗа қетим «Амриғим» нахшиси билән дуэт сүпитидә 2005-жили сәнъәт дуниясиға кирип кәлди. Мәлумки, Шаваевлар сулалисиниң Қазақстан әдәбияти вә сәнъитидә тутқан орни алаһидә. Уларниң бири Шайим Шаваев атақлиқ язғучи-драматург сүпитидә һәммимизгә яхши тонуш. Насима Шаваева әйнә шундақ даңлиқ сулалә әвладидин. У 1984-жили Ташкәнт шәһиридә туғулған. Балилиқ дәври Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисида өтиду. Хәлқимиздә «Алма дәриғидин жирақ чүшмәйду» дегән ибарә барғу. Ата-аниси сәнъәткар Насима Ташкәнттики Театр институтиниң музыкилиқ-драма факультетини тамамлиған. Дәсләпки қетим сәһнидә Насима алтә йешида шу вақитларда аниси ишләйдиған «Назук» ансамблида нахша ейтиду. Кейинирәк, «Әнші балапан» конкурсиға қатнишиду. Оттура мәктәптин кейин Чайковский намидики училищеда оқуйду һәм шу йәрдә дутар челишни мукәммәл үгиниду. Әнди дуэтниң иккинчи әзаси Азамат Абдурахманов Өзбәкстанниң Янгийул шәһиридә туғулған. Азаматниң ата-анисиму сәнъәткарлардин болған. Азаматниң аилисиму, шараитқа бола, Қазақстан дияриға көчүп келиду. Азамат тунҗа қетим өткүзүлгән Мурат Насиров намидики сәнъәт көрүгидә Баш мукапатни утувалған. Һәрқандақ концерт-мәрасимларда өзиниң йеңи-йеңи йеқимлиқ нахшилири билән барчини хошал қилип келиватқан «Яйра» дуэтиниң репертуарида оттузға йеқин нахша бар. Дуэтниң дәсләпки альбоми 2008-жили «Юлтузум бол» нами билән йоруқ көрүп, чоң концертлиқ программа билән дәсләп Алмута шәһиридә, андин  Панфилов, Уйғур наһийәлиридә тонуштурулди. Шундақла дуэт «Ирадә» нахша-саз уссул ансамбли билән һәмкарлиқта Испаниядә өткән хәлиқара фестивальға қатнишиш пурситигә егә болди. «Яйра» дуэти пат арида йәнә бизни хошал қилмақчи. 2-август  күни Уйғур театрида дуэтниң тәшкил қилинғанлиғиниң 10 жиллиғиға беғишланған концерти өтиду. Булбулдәк йеқимлиқ авазға егә талант егилиригә утуқ тиләймиз. Молутҗан ТОХТАХУНОВ.

667 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы