• Достлуқ риштилири
  • 27 Шілде, 2015

Қәдинас дост хатирисигә беғишланди

Йеқинда ғәлитә, бирақ һәқиқий мәнасида чин достлуқтин хәвәр беридиған чарә-тәдбирниң гувачиси болдуқ. У болсиму, биртоп достлар Или дәрияси бойида өзлириниң қәдинас дости, мәрһум Полат Мәмировниң хатирисигә беғишлиған «Белиқчилар турнири» еди. Мәзкүр турнирға Яркәнт шәһиридин, Чонҗа билән Челәк йезилиридин кәлгән белиқчилар қатнашти. Тәкитләш керәкки, бу мусабиқә барлиқ қанун-қаидиләргә толуқ риайә қилинған һалда өткүзүлди, һәм қатнашқучиларға тәләпму бирхил қоюлди. Күн бойи давамлашқан турнирниң йәкүни кәчтә чиқирилип, ғалиплар ениқланди. Шундақ қилип, қорамлиқ белиқчилар — І, туздыбаставлиқлар ІІ вә ІІІ орунларға сазавәр болди. Уларға Полат Мәмировниң оғуллири Бәхтияр билән Қудрәт Мәмировлар соғиларни тапшурди вә атисиниң хатирисигә мошундақ паалийәтни уюштурған мәшрәп әһлигә җүмлидин Җалалдин Розахуновқа, Кәрим Мәмировқа, Шөһрәт Абдумасаровқа вә Инәмҗан Әсқәровқа аилиси намидин миннәтдарлиқ билдүрди. Ахирида мәрһумниң дост-яранлири мәрһумниң инсаний хисләтлирини вә көплигән изгү ишларниң уютқуси болғанлиғини алаһидә тилға елип, униңдәк әҗайип дилкәш инсанниң һазир аримизда йоқлуғи толиму билиниватқанлиғини йәткүзди. Мәшүр САСИҚОВ. 

311 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы