• Йеңилиқлар
  • 31 Шілде, 2015

Мукапат билән қайтти

«Мерейлі отбасы»    конкурси / Талдиқорған шәһиридә вилайәтлик «Үлгилик аилә»  байқиши өткүзүлүп, униңға 38 аилә иштрак қилди. Җүмлидин Панфилов наһийәсидин икки, йәни  көкталлиқ Қалиевлар билән Пәнҗим  йезисидин Исмайилҗановларниң аилилири  қатнашти. Шуни ейтиш керәкки, Яркәнт тәвәсидин барған һәр икки аилә әзалири өзлириниң әмгәксөйгүчлүги, һәрҗәһәттин  жутдашлириға үлгә болуп келиватқанлиғи билән пәриқлиниду. Мәсилән, Лохманҗан ака билән Айшигүл һәдә Исмайилҗановлар һаятини Калинин намидики колхозда нәмунилик әмгәк билән өткүзүп, егилик ихтисадиниң тәрәққиятиға мунасип  һәссисини қошқан жут  мөтивәрлиридур. Шуниң билән биллә сәккиз пәрзәнт көрүп, заманға  лайиқ  тәрбийиләп өстүргән бәхитлик ата-ана.  Пәрзәнтлириниң һәммиси дегидәкла алий  билим елип, өсүватқан әвлатни  тәрбийиләштәк шәрәплик  саһада ишләватса, бир қизи журналист, йәнә бир оғли  өз алдиға шәхсий дехан егилигини тәшкилләп, униң рәһбири сүпитидә  паалийәт жүргүзүп келиватиду. Қалиевлар аилисиму һәқиқий әмгәк адәмлири. Өз пәйтидә  Балабек ата «Көктал»  совхозида  чарвичилиқ саһасида ишләп, алдинқи сәпни  қолдин бәрмәй  өткән илғарлардин еди.  Бүгүнки күндә униң пәрзәнтлири асил нәсиллик мал өстүрүш билән  шуғуллинип,  яхши нәтиҗиләргә қол йәткүзмәктә. Ейтмақчи, аилидә он икки пәрзәнт дунияға келип, җәмийәтниң мунасип адәмлиридин болуп қатарға қошулди. Мана мошу тәрәплири инавәткә елинип, Қалиевлар аилиси  байқашниң ғалиби аталди. Уларға Астана шәһиридә өткүзүлидиған  җумһурийәтлик байқашқа йолланма вә вилайәт һакиминиң дипломи һәм бир миллион тәңгилик ахчилиқ  мукапат тапшурулди. Байқаштин Исмайилҗановлар аилисиму қуруқ қол қайтмиди. Улар вилайәт һакиминиң тәшәккүрнамиси вә 50 миң тәңгилик  сертификат билән мукапатланди.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Панфилов наһийәси. СҮРӘТТӘ: Исмайилҗановларға вилайәт һакими Амандық Баталовниң  мукапат тапшуруватқан пәйти.

336 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы