• Йеңилиқлар
  • 13 Тамыз, 2015

Чач күтүми һәққидә

Гөш түридики йемәкликләр чач чүшүшниң алдини алиду.  Алақидар тәтқиқат нәтиҗилиридин байқилишичә, гөш тәркивидики цинк һүҗәйриләрниң қайта өсүшини тезлитидекән. Цинк миқдари мол йемәкликләр қатариға буғдай шәклидики данлиқ зираәтләрму ятиду.Бөлҗүргән, шохула қиями баш терисини қувәтләйду.  С витамини адәм бәдининиң қан айлиниши үчүн интайин муһим болуп, терә һәм баш терисиниң яхши сақлинишиға вә шу арқилиқ чач һәм баш терисидики яғ қәвитиниң мустәһкәмлинишигә зәмин яритиду. Чачниң ялтирақ вә сағлам болушидиму униң әһмийити зор.   Гүмбәмәдәк вә тухум чач сүпитини яхшилайду. Гүмбәмәдәк тәркивидә оксидлинишқа қарши маддилар болупла қалмастин, униң озуқлуқ тәркиви баш териси билән түк халтисиниң қан айлиниши һәм мадда алмишиши үчүн пайдилиқ. Тухум вә көмүқонақ тәркивидиму чач чүшүшниң алдини алидиған маддилар бар.

312 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы