• Замандаш
  • 13 Тамыз, 2015

Пешқәдәм металлург

Ағинәм Әхмәт Худавәди оғли Давутов хәлқимиз арисидин дәсләп «Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән металлурги» шәрәплик намиға муйәссәр болған оғлан. Мана, бүгүн уни һаятиниң шанлиқ 80-даваниға елип чиқти. Һәр һалда, бу инсан һаятиға нисбәтән хелә мусапә, у әл, хәлиқ үчүн қилған әмгәк әҗригә бир нәзәр ташлап өтидиған пәйт.Әхмәт  1935-жили август ейида Җоңғар Алатеғиниң бағридики Садир йезисида дунияға кәлгән. Уруш башланғандин кейин әрләрниң һәммиси мәйданға кетип, уларниң еғир ишлири аниларға, қериларға, сүйиги қатмиған балиларға қалди. Әхмәтму кичигидинла егилик ишлириға қатнишип, чиниқти. Бу йәрдә йәттә жиллиқ билим алғандин кейин оқушини шәһәрдики Молотов (һазирқи Ы.Алтынсарин) оттура мәктивидә давамлаштурди. У жиллири гезитларда яшларни ишләпчиқиришқа чақирған мураҗиәтләр пат-пат елан қилинип туратти. Әхмәтму уларни оқуп, хелә жирақ нишанни көңлигә пүкүп қойди. Мәктәпни пүтәргәндин кейин яшанған анисиниң дуасини елип, Панфилов наһийәлик комсомол комитетиниң йолланмиси билән Лениногорск шәһиригә келип, бу йәрдики тағ-кан санаити мәктивидә оқуйду. Уни тамамлап, йәнә комсомол йолланмиси билән Усть-Каменогорск (һазирқи Өскемен) қоғушун-цинк комбинатиға келип ишқа орунлишиду. У шәһәрниң иптихари һесаплинидиған, нами иттипаққа мәлум чоң вә илғар кархана еди. Әхмәт әмгәк паалийтини мошу йәрдин башлайду. Садирлиқ жигит дәсләп еритиш цехида қатардики формовщик болуп ишлиди. Андин 1958-жилдин бу ян мустәқил металл еритқучи паалийитини башлайду. Тәбиитидин тиришчан, ирадилик жигит иш җәриянлирини чапсан егиләп, әстаидил әмгиги билән пәриқләнди. Илғар яш ишчилар қатарида партия қатариға елинди. Бу чоң һөрмәт, ишәнчә уни әмгәккә техиму илһамландурди. Комбинат Ленин ордени билән тәғдирләнгән 1963-жили Әхмәт Давутовқа «Пәхрий металлург» шәрәплик нами берилди, шуниңдин кейин көп өтмәй «Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән металлурги» йүксәк намға сазавәр болди. Әмгәк Қизил Туғи ордени вә көплигән  медальлар билән мукапатланди. Алған Пәхрий ярлиқлири дәстә-дәстә. Әмгәк мәшъили гезит, журналларниң язидиған асасий қәһримани болуп қалди, униң тоғрилиқ мақалә вә очерклар йоруқ көрди. Җүмлидин мәркизий «Правда» гезитиниң 1972-жилқи 12-декабрьда чиққан саниниң биринчи сәһиписидә Әхмәт Давутов билән кәсипдиши И.Селиванинниң иш-тәҗрибиси елан қилинип, пүткүл елимизгә тонутулди. У жиллири мәзкүр гезитқа чиқиш чоң шан-шәрәп еди. Ағинәм чиққан шу гезит мениңдә һеликәм сақлақлиқ туриду. Шундақла әшу жиллири мәркизий телевидение «Әхмәт Давутов вә униң достлири» намлиқ һөҗҗәтлик фильм чүширип, көпчиликкә көрсәтти. Униңда Әхмәтниң заманға лайиқ һәқиқий ишчи қияпити, пидакарлиқ әмгәк паалийити һәққидә һекайә қилиниду. Жутдиши, көрнәклик язғучи Турған Тохтәмов Әхмәт Давутов тоғрилиқ «Қоғушуп қетип қалмайду» намлиқ һөҗҗәтлик повесть йезип,  оқурмәнләргә тәғдим қилди. Яш металлургни ишдаш-кәсипдашлири баштинла «Бизниң Әхмәт сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ жигит» дәп пәхирлиниш билән тилға алатти. Бу униң һәртәрәплимилик қабилийитигә, ишбиләрмәнлигигә, һүнәрвәнлигигә, җәмийәтлик ишлардики активлиғиға мунасивәтлик ейтилған гәп. Һәқиқәтәнму униң һаятини җәмийәтлик паалийәтсиз тәсәввур қилишқа болмайду. У бирнәччә қетим шәһәрлик кеңәшкә депутат вә шәһәрлик партия комитетиниң әзаси болуп сайланди вә комбинаттики хәлиқ назарити топи рәисиниң орунбасари, йеңи технология хусусидики комиссияниң әзаси хизмәтлирини атқурған жиллири әмәлий ишлири билән алаһидә көзгә чүшти. Әхмәтниң сәнъәт-киму иштияқи күчлүк болди. У комбинат Мәдәнийәт сарийи йенида хәлиқ театрини уюштурғучиларниң вә униң йетәкчи артистлириниң бири болди. Һәптисигә икки-үч қетим спектакльларға тәйярлиқ көрәтти. Әхмәт «Қозы Көрпеш вә Баян Сулу», «Тоқаш Бокин», «Өйләнгиң келәмду?» «Алдар Көсе» вә башқиму сәһнә әсәрлиридә асасий рольларни маһарәт билән иҗра қилип, қәһриманиниң әйни образлирида яратти. Бу тоғрилиқ җумһурийәтлик, вилайәтлик гезит вә журналларда иҗабий инкаслар, мақалилар йезилди. Кейин бу спектакльлар Москва, Лениниград, Алмута шәһәрлири вә башқиму җайларда қоюлуп, тамашибинларниң алқишиға еришти. Көпчилик Әхмәтниң атақлиқ ишчила әмәс һәм талантлиқ сәнъәткар екәнлигини билди. Шундақла Әхмәт яшлиғидин қолиға алған қәлиминиму ташлимай, қошумчә фотограф кәспиниму үгинивалди. У вақит тепип, бойниға фотоаппаратини есип, ишләпчиқириш орунлирини, тәбиити гөзәл җайларни арилап, мақалә, репортаж, очерклар язди, сүрәтләргә чүшәрди, нәпис фотоэтюдларни яратти. Уларниң көпчилиги җумһурийәтлик гезит вә журналларда йоруқ көрди. Шуни һәм ейтиш керәкки, Әхмәт «Уйғур авази» гезитиниң турақлиқ оқуғучисила әмәс, униң һәқиқий җанкөйәри. Бу һәққидә у мундақ дәйду: «1957-жили январь ейида адәттикидәк шәһәрлик китапханиға барған едим. У йәрдә китап елиштин авал үстәл үстидә йейиқлиқ турған гезит вә  журналларға  көз ташлидим. Қолумға алған «Казахстанская правда» гезитидики бир елан көзүмгә иллиқ көрүнди. Униңда биринчи марттин башлап уйғур тилида гезит йоруқ көридиғанлиғи һәм униңға муштири топлаш башланғанлиғи һәққидә йезилған екән. Ишим пүткәндин кейин шу йәрдинла «Союзпечатьқа» берип гезитқа биринчиләрдин болуп йезилдим. Униң келишини һаяҗанлиқ билән күттүм. Дәсләпки санини қолумға елип оқуғанда, хошаллиғимдин көзлиримдин яш тамчилири домулап чүшкән еди. Униңғиму һәш-пәш дегичә йерим әсирдин ошуқ вақит бопту. Һазирму сөйүмлүк гезитимизниң һәр санини тақәтсизлик билән күтимән. Жирақта яшаватқан маңа гезитниң һәр сани уйғурлар һаятиниң һидини елип кәлгәндәк туюлиду». Әхмәт Давутов мана мошундақ пәм-парасәтлик инсан. Униң алмидәк жүригидә һаятқа болған аләмчә сөйгү-муһәббәт җошқунлап туриду. Шундақла у һәммигә интилиду, һәммигә қизиқиду, бу униң хаһиши. Әхмәткә мошундақ шараит-мүмкинчиликләр яритип, дайим изгүлүкләргә дәвәт қилип турған вападар рәпиқиси Жамалниң әмгәк әҗри бебаһа. У яқму мәзкүр комбинатта ишләп, өзигә һәм лайиқ җора тапти. Юлтузлири ярашқан иккисиниң аилә қурғиниғиму йерим әсирдин ошуқ болди. Шундин буян аилә һули чайқалмиди. Жамал сениң, мениң демәй, барлиқ қериндаш, туққанлириға тәкши қанат яйиду, меһриван, меһмандост, өй ишлириғиму пухта, сәрәмҗан ана. Улар инақ аилидә үч пәрзәнт — Қабдурасул, Абдурахман, Русланларни заманға лайиқ өстүрүп, оқутуп қатарға қошқан, нәврә сөйгән бәхитлик инсанлар. Жутдаш металлургни шанлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, барлиқ яхшилиқларни тиләймән.

Абдукерим ТУДИЯРОВ.

Панфилов наһийәси.  

743 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы