• Әхбаратлар еқими
  • 20 Тамыз, 2015

«Алтун бәлгүму» капаләтлик берәлмәйду

Мәлумки, өткән һәптидә билим грантлирини бериш бойичә комиссия өз ишини аяқлаштуруп, дөләт һесавиға оқуш һоқуқиға егә болған 32168 адәмниң тизими мәркизий гезитларда елан қилинди. Бирақ кейин мәлум болушичә, Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлигиниң мәлуматлириға асаслансақ, 39 «Алтун бәлгү» егиси, 8 хәлиқара олимпиадиларниң ғалиби, 92 хәлиқара илмий мусабиқиларниң вә 293 түрлүк иҗадий һәм спорт мусабиқилириниң ғалиплири алий оқуш орунлирида билим елиш грантиға еришәлмиди. Сәвәви мәктәпни әла баһаға тамамлиған  вә олимпиадилар ғалиби аталған барлиқ учумкарларға грант йәтмәй қалған. Билим вә пән министрлиги алий оқуш орнидин кейинки билим елиш вә хәлиқара һәмкарлиқ департаменти мудириниң вәзиписини орунлиғучи Серик Өмирбаевниң чүшәндүришичә, бийил пәқәт «Алтун бәлгү» егилирила қобул қилинған бирқатар мутәхәссисликләр бар. Мәсилән, хәлиқара мунасивәтләр, шәриқшунаслиқ, чәт әл филологияси, әдлийә, бажхана иши, барлиқ ихтисадий мутәхәссисликләр, медицина әйнә шулар җүмлисидиндур. Униңдин ташқири ихтисадий вә әдлийә мутәхәссисликлиригә грант аз бөлүнгән. Әйнә шундақ әһвал қелиплашқандин кейин билим вә пән министри Аслан Сәринжипов вә конкурс комиссиясиниң әзалири миллий университетларниң, регионлуқ алий оқуш орунлириниң ректорлириға дөләт грантиға еришәлмигән талантлиқ балиларни ректор грантиға қобул қилиш тоғрилиқ мураҗиәт қилди. Буниң үчүн грантқа еришәлмигәнләр һөҗҗәтлирини тапшурған алий оқуш орниға келип, қобул қилиш комиссиясигә йолуқуши шәрт. Ейтмақчи, Қазақстанниң алий оқуш орунлириму әлачи учумкарларға қизиқиватқанлиғини билдүрди. Мәсилән, Астанадики Қазақ инженерлиқ-техникилиқ академияси, Яссави намидики Хәлиқара қазақ-түрк университети уларға һәқсиз оқуш имканийитини яритип беришкә тәйяр.  

659 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы