• Әхбаратлар еқими
  • 20 Тамыз, 2015

Мәмликәтниң һоқуқ һули

Мәмликәт Асасий қануниниң 20 жиллиғи һарписида пайтәхт прокуратурисида «Қазақстан Җумһурийитиниң Конституцияси — һоқуқ дөлитини қуруш һули» мавзусида «дүгләк үстәл» мәҗлиси болуп өтти. Астана прокурори Сабыржан Бекбосынов баш қошушни ечип, таллавелинған мавзуниң алаһидә актуаллиққа егә екәнлигини, чүнки Конституцияниң алий юридик күчкә вә җумһурийәтниң барлиқ территориясидә уттур тәсиргә егә баш сәясий һоқуқ һөҗҗити болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Асасий қанунда адәм, униң һаяти, һоқуқи вә әркинлиги дөләтниң алий қәдрийәтлири сүпитидә елан қилинди, дөләтчиликниң, иҗтимаий вә ихтисадий түзүмниң асаслири бәкитилди. — Референдумда қобул қилинған Конституция хәлиқниң хаһиш-ирадисини, униң Қазақстанни демократик, зайирлиқ, һоқуқ вә иҗтимаий дөләт сүпитидә шәкилләндүрүшкә интилишини әкис әттүриду. У җумһурийәтниң мустәқиллигини үзүл-кесил рәсмийләштүрди, униң дөләт институтлирини вә гражданлиқ җәмийәтни мустәһкәмләш үчүн пухта асас яратти, — дәп әслитип өтти Сабыржан Бекбосынов Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Конституция тоғрилиқ сөзлирини. Қазақстан Җумһурийити Конституциялик кеңишиниң әзаси Илияс Бақтыбаев Асасий қанунниң һоқуқ системисиниң һули сүпитидә мәмликитимизниң турақлиқ ихтисадий тәрәққий етиши, униң суверенитетини вә хәлиқара мәйдандики абройини күчәйтиш үчүн пухта асас яратқанлиғини тәкитлиди. «Дүгләк үстәл» мәҗлисигә пайтәхт һоқуқ қоғдаш органлириниң вә юстиция департаментиниң рәһбәрлири, Баш прокуратура институтиниң вә Европа һоқуқи һәм инсан һоқуқи экспертлиқ институтиниң, шәһәр һакимийитиниң, Евразия миллий университетиниң вәкиллири, ветеранлар, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң рәһбәрлири қатнашти. Мәҗлискә қатнашқучиларниң һәммиси әмәлдики Конституцияниң Қазақстан Җумһурийитиниң һоқуқ дөлити сүпитидә шәкиллиниши вә тәрәққий етишидә муһим роль ойниғанлиғини тәкитлиди, униң принциплири билән нормилирини әмәлгә ашурушниң актуал мәсилилирини муһакимә қилди.

629 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы